Түркийәниң сүрийәдики һәрбий һәрикити хитайни биарам қилди

Мухбиримиз әзиз
2019.10.15

Америка һөкүмити сүрийәдин әскәр чекиндүрүп чиққандин кейин, түркийә һөкүмити сүрийәниң шималидики курд қораллиқлириға һуҗум башлиғаниди. 15-Өктәбир күни хитай һөкүмити өзлириниң буниңға наразилиқини ипадиләп, түркийәдин бу хил һәрбий һәрикәтни тохтитишни тәләп қилди.

Фирансийә агентлиқиниң 15-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң бу тоғрилиқ сөз қилип: “сүрийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи, бирлики вә территорийә пүтүнлүки һөрмәтлиниши лазим” дәп көрсәткән. Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған болса “мәқситимизгә йәтмигүчә һәргизму болди қилмаймиз” дегән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити изчил сүрийәдики бәшәр әсәд һакимийитини қоллап келиватқан болуп, нөвәттә хитай һөкүмитиниң юқириқи чақириқини бәзиләр “хитайниң сүрийәгә ян бесиватқанлиқиниң инкаси” дәп қаримақта икән.

Ройтерсниң 15-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, америка һөкүмити шу күни түркийәгә ембарго қоюшни башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.