Түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси хитай билән бирликтә террорлуққа қарши туридиғанлиқини билдүргән
2024.01.30
Түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил һакки муса үрүмчидә ма шиңруй билән көрүшкәндә, хитай билән бирликтә террорлуққа қарши туруш, дин вә башқа саһәләрдә һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқни билдүргән.
Хитайниң “тәңритағ тори” 30-январ күни чиқарған хәвәргә қариғанда, түркийәниң бейҗиңдики баш әлчиси исмаил һәққи муса башчилиқидики вәкилләр өмики 30-январ күни ма шиңруй билән көрүшүп, түркийә-хитай достлуқи вә һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш, икки тәрәпниң сода миқдарини ашуруш, хәвпсизлик һәмкарлиқини күчәйтиш һәққидә ортақ тонуш һасил қилған.
Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, ма шиңруй түркийә тәрәп билән содини ашуруш, “үч хил күч” кә бирликтә қарши туруш үмидини билдүргән. Түркийә баш әлчиси исмаил һакки муса болса, “бир бәлвағ бир йол” қурулушини қоллайдиғанлиқини, хитай билән хәвпсизлик һәмкарлиқини күчәйтип, террорлуққа җиддий позитсийә билән ортақ зәрбә беришни, диний вә башқа саһәләрдики алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң йиллардин бери уйғурларни “террорчи” дәп қарилап бастурушиға түркийә һөкүмитиниң қаршилиқ билдүрмигәнлики мәлум. Германийәдики “меркатор хитай тәтқиқат мәркизи” елан қилған доклатқа асасланғанда, түркийә дөләт иқтисадиниң начарлишип, түрк лирасиниң қиммитиниң тарихта әң төвән сәвийәсигә чүшүп қелиши, түркийәниң явропа иттипақи вә америка билән болған мунасивитиниң йириклишип меңиши уларни тәбиий йосунда хитайға йеқинлишишқа үндигән.
Түркийә һөкүмити хитай билән болған сөһбәттә “иқтисадий мәсилиләрни сөзлишиш, сиясий амилларни сөһбәткә арилаштурмаслиқ” ни тәкитләйдикән. Хитай тәрәпму түркийәниң нөвәттики “бир бәлвағ бир йол” қурулушини әмәлгә ашуруштики муһим истратегийәлик ролини тонуп йәткәчкә, түркийә билән болған алақисини күчәйтишкә әһмийәт беридикән.









