Хитай ахбарати түркийә һөкүмитини “террорлуқ мәсилисидә қош өлчәм қолланди” дәп әйиблиди
2019.02.13
Уйғур диярида өткән мәзгилләрдә изчил кеңийиватқан “тәрбийәләш мәркәзлири” һәмдә хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни “тәрбийәләп өзгәртиш” мәқситигә йәтмәкчи болуши һәққидә көплигән мулаһизиләр оттуриға чиқиватқанда түркийә һөкүмити кәскинлик билән ипадә билдүрүп, хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблигән иди.
Хитайниң һөкүмәт ахбарати болған “йәр шари вақит гезити”, “хәлқ гезити” қатарлиқлар арқиму-арқидин рәддийә мақалиси елан қилип, түркийә һөкүмитини “террорлуққа қарши туруш мәсилисидә қош өлчәм қоллиниватиду” дәп әйиблиди.
Хитай һөкүмити бу һәқтики мақалиләрдә “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң ярдәм шәклини алған оқутуш арқилиқ “қанунға хилаплиқ қилған яки йәңгил җинайәт өткүзгән кишиләрни террорлуқ вә әсәбийликниң чаңгилидин қутқузувалғанлиқи” ни алаһидә тәкитлигән. Шундақла террорлуқ вә әсәбийликниң өткән он нәччә йилда уйғурлар дияриға зор балайиапәтләрни елип кәлгәнликини, “тәрбийәләш мәркәзлири” барлиққа кәлгәндин буян өткән 25 ай ичидә бу хилдики зорлуқ вә террорлуқ қилмишлириниң йүз бәрмигәнликини буниңға мисал қилип алған. Шуниң билән биргә түркийә һөкүмитиниң мушундақ “террорлуқниң алдини елиш тәдбирлири” ни “инсан һәқлирини дәпсәндә қилиш” дәп әйиблигәнликини қаттиқ сөккән.
Һалбуки, лагерлар мәсилиси һәққидә оттуриға чиқиватқан көплигән мәлуматлар вә гуваһчиларниң баянлири у җайдики қабаһәтниң аллиқачан инсанийәт тарихидики әң юқири сәвийәгә йетип болғанлиқини, роһий вә җисманий қийнақ сәвәбидин йүз миңлиған тутқунларниң өлүм гирдабида җан талишиватқанлиқини көрситиду. Мунасивәтлик әһвал игиләшләр болса хитай даирилириниң һәрқайси җайлардики оттура мәктәп оқуғучилирини “лагер тутқунлири” қилип ясандуруп, хитай һөкүмити тәшкиллигән зиярәт өмәклирини қандақ алдиғанлиқини көрсәтмәктә.
Д у қ ниң баянатчиси дилшат решит хитай һөкүмитиниң иқтисадий васитә арқилиқ дуняни сүкүткә мәҗбурлимақчи болуватқанда түркийәниң бу хил тәнқидидин бәкму биарам болғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә сөз қилип “хитай һөкүмити түркийәниң уйғурлар мәсилиси бойичә хитайни қаттиқ тәнқид қилишиниң ислам дунясида хитайға қарши пикир еқими вә наразилиқ паалийәтлириниң оттуриға чиқишиға сәвәбкар болуп қелишидин бәкму әндишә қилмақта,” деди.