Түркийә миллийәтчи һәрикәт партийәси түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң уйғурларни қоллиғанлиқини алқишлиди
2019.02.13
Йеқинда уйғурлар дуч келиватқан миллий бастуруш һәрикити пүтүн дуняниң диққитидә болуватқанда түркийә һөкүмити йәнә бир қетим оттуриға чиқип бу мәсилидә хитайни қаттиқ әйиблиди. Болупму ислам дуняси уйғурлар мәсилиси һәққидә сөз қилиштин өзлирини елип қечиватқанда түркийәниң бу һәрикити хәлқараниң алқишиға еришти.
13-Феврал күни түркийә миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң муавин рәиси әркан ақчай түркийә парламентида сөз қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси һами ақсөйниң 9-феврал күни уйғурлар учраватқан зулум һәққидә қилған сөзлирини қизғин қоллайдиғанлиқини билдүрди. Бу бу һәқтә сөз қилип, уйғур сәнәткар абдуреһим һейтниң өлүми һәққидики қисқа филим “һәргизму хитай һөкүмитиниң уйғур қериндашларға йүргүзүватқан системилиқ зулум сияситини йошуруп кетәлмәйду,” дегән.
У нөвәттә йүзлигән уйғур алимлар, профессорлар, шаир-язғучилар вә сәнәт мутәхәссислириниң қамақта икәнликини алаһидә әскәртип, бу кишиләрниң һазир қандақ әһвалда икәнликидин һечкимниң хәвири йоқлуқини, шуңа дуняниң бу мәсилигә җиддий қариши лазимлиқини оттуриға қойған. Шуниңдәк “шәрқий түркистан түрклириниң һәқлиқ давасиниң әгәшкүчиси вә қоллиғучиси түркийә җумһурийитидур. Бу һал һечқачан өзгәрмәйду,” дегән.









