Түркийәдә “шәрқий түркистан мусулманлири” намлиқ журнал нәшрдин чиқти
2016.06.20
“түркийә авази” радийосиниң хәвиригә қариғанда, түркийәдә тәсис қилинған уйғур тилидики “шәрқий түркистан мусулманлири” журнилиниң тунҗи (синақ) сани йеқинда нәшр қилинип, оқурмәнләр билән йүз көрүшкән.
Игилинишичә, мәзкур журнал истанбулдики “тәклимакан уйғур нәшрияти” тәрипидин нәшр қилинған болуп, у йерим йилда бир сан йоруқ көридиған илмий, сиясий, тарихий вә әдәбий характерлик универсал журнал икән.
“шәрқий түркистан мусулманлири” журнилиниң тунҗи синақ санида баш муһәррир абдуҗелил туранниң “муһәррирдин” намлиқ баш мақалиси, миркамил кашиғәриниң “әлламә муһәммәд иқбалниң шәрқий түркистанға болған қариши вә пакистан сиясәтчилириниң хиянити” намлиқ мақалиси, “иман вә муһәббәткә толған бир һекайә” намлиқ романниң биринчи бөлүми, мәрһум коммунар талипофниң “муһәммәтимин буғраниң һаяти вә паалийити һәққидә” намлиқ мақалиси шундақла әмин ваһидиниң “әсләтмә” намлиқ тарихий хатириси қатарлиқ мақалә,әсәрләр орун алған.
Журналниң саһиби вә баш муһәррири абдуҗелил туран әпәнди “шәрқий түркистан мусулманлири” журнилини муһаҗирәттики уйғур оқурмәнләрниң уйғур тилидики нәшр-әбкарларға болған җиддий тәлипи шундақла чәтәлләрдики уйғур язарлири билән билим адәмлиригә өз әсәрлирини елан қилидиған бир сәһнә һазирлаш еһтияҗидин нәшр қилғанлиқини билдүргән.