Түркийә көчмәнләр идариси өткән һәптә тутқун қилинған уйғурниң хитайға қайтурулмақчи болғанлиқини рәт қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.25

Түркийә көчмәнләр идариси 24-өктәбир баянат елан қилип, 17-өктәбир күни түркийә сақчилири тәрипидин истанбулда тутқун қилинған бир уйғурниң хитайға өткүзүп берилмәкчи болғанлиқини рәт қилған.

Баянатта қәйт қилинишичә, “бәзи таратқуларда вә иҗтимаий алақә супилирида тарқалған уйғур түрклиридин болған бир шәхсниң хитайға қайтурулидиғанлиқи һәққидики хәвәрләр әмәлийәткә уйғун әмәс” икән. Баянатта, алақидар қанунлар бойичә “һечқандақ бир кишиниң тән җазасиға учрайдиған, ирқий, диний мәнсубийити, мәлум бир иҗтимаий топқа мәнсуп болуши яки сиясий қарашлири сәвәбидин һаяти вә әркинлики тәһдиткә учрайдиған бир җайға әвәтилмәйдиғанлиқи” тәкитләнгән.

Баянатта, бу шәхсниң исми тилға елинмиған болсиму, әмма бир уйғурниң 17-өктәбир күни истанбул тәптиш мәһкимиси тәрипидин елип берилған тәкшүрүш бойичә түркийә бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи етирап қилинған, шундақла бу шәхсниң 20-өктәбир күни көчмәнләр идарисиниң истанбулдики бир чәт әлликләрни қайтуруш мәркизигә тапшурулғанлиқи билдүрүлгән.

Баянатта йәнә, “һазирға қәдәр һечқандақ бир уйғурниң хитайға қайтурулуп бармиғанлиқи” тәкитләнгән. Буниң алдида, истанбулниң сафакөй районида олтурушлуқ мәһмуд анайәт исимлик уйғур мусапириниң аилә-тавабиати, иҗтимаий таратқу супилирида үч пәрзәнти болған мәһмуд анайәтниң түркийә сақчилири тәрипидин тутқун қилинип, хитайға қайтурулмақчи болуватқанлиқини билдүргәниди. Лекин түркийәдики “қарар” гезитиниң 25-өктәбир бәргән хәвиридә, тәптиш мәһкимисиниң мәһмуд анайәтни қолға елиш қарари болмисиму, әмма униң чеградин қоғлап чиқириш қарари бойичә 6 ай қамақта тутуп турулуши мумкинликини билдүрмәктә. “қарар” гезитиниң хәвиридә, көчмәнләр идариси “һазирға қәдәр һечқандақ бир уйғурниң хитайға қайтурулмиғанлиқи” ни қәйт қилсиму, әмма 2018-йилдин бери қуванхан, зиннәтгүл турсун, айниса турсун, бурһан керим, муһәммәт әли, адилҗан тохти қатарлиқ уйғурларниң хитайға қайтурулғанлиқи, улардин бәзилириниң таҗикистан арқилиқ йолланғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.