Түркийәдики шәрқи түркистан тәшкилатлири вә җамаәт әрбаблири истанбулда баш қошти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.12.21

Түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузханниң фейсбокида йезилишичә, түркийәдики шәрқи түркистан тәшкилатлири вә җамаәт әрбаблири түнүгүн йәни 20‏-декабир истанбулда баш қошуш йиғини өткүзгән.

Йиғинда нөвәттә хитай тәрәп күчәп урунуватқан уйғур тәшкилатлирини парчилаш, пассиплаштуруш вә йоқ қилиш қәстигә қарита сәгәк болуш, тәдбирлик болуш вә күчни бирләштүрүш мәсилиси музакирә қилинған.

Радийомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, хитай җасуслуқ органлири йеқинқи бир -икки йилдин буян түркийәдики уйғурларниң паалийәтлиригә диққитини мәркәзләштүргән; һәтта уйғур райониниң бәзи җайлирида, түркийәгә берип кәлгән һәрқандақ бир саяһәтчи қаттиқ соал-сораққа дуч кәлгән.

Истанбулда ечилған мәзкур йиғинға шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқи түркистан вәхпи, шәрқи түркистан яшлар тәшкилати қатарлиқ тәшкилат рәһбири вә җамаәт әрбаблиридин абликимхан мәхсум һаҗи, һидайәтулла оғузхан, җелил туран, өмәр қул, тибәт йүҗәтүрк, султан мәһмут қәшқәрли вә исмаил ченгиз қатарлиқ 20 әтрапида актип паалийәтчи иштирак қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.