Америка түркийәниң уйғур районидики лагерларни тақаш чақириқини қоллиди

Мухбиримиз әркин
2019.02.15

Америкиниң түркийәдә турушлуқ баш әлчиханиси 15‏-феврал күни түркийәниң уйғур районидики лагерларни тақаш һәққидики чақириқиға инкас билдүрүп, түркийә һөкүмитиниң мәзкур мәсилидики мәйданини қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Америка әлчиханисиниң тветирда елан қилған бу һәқтики инкасида: “америка түркийә ташқи ишла министирлиқиниң (бу мәсилидики) пикирини қоллайду” дейилгән.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси һами ақчай өткән шәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң уйғур түрклиригә қаратқан ассимилятсийә сияситини “инсанийәт үчүн интайин еғир номус” дегән.

Баянатта йәнә хитай һөкүмити уйғурларниң түп кишилик һәқ-һоқуқлириға әмәл қилишқа, җаза лагерлирини тақашқа чақирилған. Арқидинла йәнә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси баянат елан қилип, түркийә хитайниң земин пүтүнлүки вә бихәтәрликигә һөрмәт қилидиғанлиқи, лекин униң “бир милйондәк уйғур түркини җаза лагерлирида вә түрмиләрдә тутуп туруши қанунсизлиқ” икәнликини билдүргән.

Хитай һөкүмити түркийәниң баянатиға шиддәтлик инкас қайтуруп, униң бу мәсилидә пикир билдүрүшкә “салаһийити йоқлуқи” ни тәкитлигән иди.

Америка әлчиханисиниң инкасида түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянати нәқил кәлтүрүлүп: “һазир халиғанчә тутқун қилинған бир милйондин артуқ уйғур түркиниң лагер вә түрмиләрдә тән җазаси һәм сиясий меңә ююшқа тутулуватқанлиқи сир әмәс” дейилгән.

Түркийәниң баянати хитайниң наразилиқини қозғиған болсиму, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң алқишиға еришкән иди. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 14‏-феврал елан қилған бир анализида, түркийә б д т ниң комитет тәшкилләп, дәлил топлишида йетәкчилик рол ойниши керәкликини билдүргән.

Мәзкур тәшкилатниң муавин директорлиридин бири филип болопион қәләмгә алған анализдә, “әнқәрәниң баянат билән чәклинип қалмай, барлиқ дипломатик васитилирини ишқа селиши, униң 1‏-қәдәмдә җәнвәдики б д т кишилик һоқуқ кеңишидә бирликсәп уюштуруп, шинҗаңда дәлил топлаш комитети қуралайдиғанлиқи” ни билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.