Түркийә ташқий ишлар министири чавушоғлу ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида уйғурларни тилға алди
2020.11.27
Түркийә ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлу 27-ноябир нигер пайтәхти ниямида өткүзүлгән ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқий ишлар министирлириниң йиғинида сөз қилип, уйғурларни тилға алған. У уйғурларға алақидар бирәр конкирет тәвсийәдә болмиған болсиму, лекин уйғурларни өз ичигә алған мусулманларниң “асаси һоқуқи вә әркинлики үчүн гәп қилиш керәклики” ни билдүргән. Униң уйғурлар һәққидики сөзигә башқа мусулман доләтләрниң қандақ инкас қайтурғанлиқи мәлум әмәс.
Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғур мәсилисидә сүкүт қилиши яки хитайни қоллиши “икки йүзлимичилик” дәп тәнқидлинип кәлгән иди. Анадолу агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чавушоғлу һәр йили 15-мартни “исламифобийә”, йәни “ислам өчмәнлики” гә қарши туруш күни қилип бекитишни қоллайдиғанлиқини билдүрүп: “буниңдин башқа биз уйғурлар, роһингалар, сепрустики түркләр, гретсийәдики түрк мусулман аз санлиқлар, җаму-кәшмирдики қериндашлиримиз, явропадики мусулманлар вә башқиларниң асаси һоқуқи вә әркинлики үчүн гәп қилишимиз керәк,” дегән.
Чавушоғлу буниңдин бир қанчә күн аввал түркийә парламентиниң ташқий ишлар хамчот йиғинида октичи партийәләрниң тәнқидигә учриған. Йиғинда “ийи” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси әхмәт кәмал әрозан ташқий ишлар министирлиқини “уйғур мәсилисигә көңүл бөлмиди” дәп әйиблигән. Бу чавушоғлуниң тунҗи қетим ислам һәркарлиқ тәшкилатиниң йиғинида уйғурларни тилға елишидур.
“кәда шунфәй” хитайниң уйғур илидә дигитал назарәт сестимиси қуруп, уйғурларни тәқип қилиш вә бастурушиға ярдәм бериш билән әйиплинип кәлгән. Америка сода министирлиқи 2019-йили шу сәвәблик бу шеркәтни “қара тизимлик” кә киргүзгән. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, “мс сәнәт шеркити” бу йил 10-ноябир “кеда шүнфәей” билән һәмкарлишидиғанлиқини елан қилған икән. Шу күндин башлап тивитерда “мс сәнәт шеркити”ни байқут қилиш һәркити қозғалған.