Түркийәдики йетим гөдәкләр вә уйғурларниң мәвҗутлуқ интилишлири

Мухбиримиз әзиз
2019.12.31

Уйғурлар дияридики аилә җудалиқи мәсилиси хәлқараға көпләп мәлум болуватқанда бу һалниң ялғуз уйғурлар дияри биләнла чәклинип қалмиғанлиқи диққәт қозғашқа башлиди. “микрософт хәвәрлири” агентлиқиниң 31-декабирдики мақалисида түркийәдики 50 миңчә уйғур муһаҗир дуч келиватқан бир зор мәсилиниң дәл мушу хилдики аилә җудалиқи икәнлики алаһидә йәр алди.

Мухбирлар бу мәсилини тәкшүрүп көүш үчүн алди билән истанбулдики уйғур йетимлар мәктипини зиярәт қилған. Мәктәп мәсули һәбибулла кусәниниң тонуштуришичә, бу җайдики уйғур гөдәклириниң бәзилири анисидин, бәзилири атисидин, йәнә бәзилири болса ата-анисидин бирақла җуда һалда яшимақта икән. Бу җайдики бәзи гөдәкләрниң ата-анилири уйғурлар дияридики зор тутқун башлиниш алдида туғқан йоқлаш вә башқа сәвәбләр билән үрүмчигә йол алғанчә из-дерәксиз ғайип болған. 

Мухбир бу кишиләрниң немә сәвәбтин ғайип болуп кетидиғанлиқини сориғанда һәбибулла түркийәдәк мусулман дөлитигә бериш, уйғур мәдәнийити вә тил-йезиқи билән һәпилишиш дегәнләрниң бу кишиләрни дәрһалла лагерға йоллайдиғанлиқини ейтқан. Шундақла тамдики “шәрқий түркистан хәритиси” ни көрситип туруп бу хилдики мәни қилинған нәрсиләрни көргәнләрниң болса каллисидин җуда болидиғанлиқини билдүргән.

Түркийәдики бу йетим гөдәкләрниң бәзилири һелиһәм өзлири хитайдин қечип чиқиш алдида мәһәллә-мәһәллиләргә көзитиш камералири орнитиливатқанлиқини, доқмуш-доқмушларда тәкшүрүш понкитлири қурулуватқанлиқини әслийәләйду. Әнә шундақ йетимлардин бири болған турсунай әйни вақитта дадисидин “дада, улар немишқа бизни марайду?” дәп балиларчә сориғанда дадиси “қизим, биз мусулман болғачқа улар шундақ қилиду” дәп җаваб бәргән.

Түркийә һөкүмити уйғурлар мәсилисидә дәсләп хитай һөкүмитигә кәскин ипадә билдүргән болсиму, түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоған бу йил сентәбирдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида сөз қилғанда зиянкәшликкә учраватқан мусулманлани санап өтүш җәрянида уйғурларни тилға алмиған. Мухбирлар бу һәқтә уйғурлар билән сөзләшкәндә улар хитай һөкүмитиниң иқтисадий үстүнлүкни дәстәк қиливатқанлиқини чүшинидиғанлиқини, шуниңдәк түркийә һөкүмитиниң мушундақ әһвалдиму шунчә көп уйғурға панаһ җай бәргәнликидин миннәтдар икәнликини, чүнки башқа һечқандақ бир ислам дөлити яки ғәрб дөлитиниң бундақ қилип бақмиғанлиқини ейтқан. 

Мухбирларни алаһидә қизиқтурған йери, бу гөдәкләрниң ата-анилиридин айрилғандин кейин техиму қәтийликкә толған ирадиси болған. Йетим балиларниң бири болған фатимә “мән хитайларға шуни дәп қояй: бизни бозәк чағлашма! бизниң дөлитимиз, хәлқимиз пат арида сәнләрдин һесаб алиду. Улар бизниң дөлитимизни тартивалған билән биз уни җәзмән қайтуривалимиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.