Турпан вилайити әмәлдин қалдурулуп, турпан шәһири тәсис қилинди

Мухбиримиз үмидвар
2015.04.12


12 - Април күни турпан вилайитиниң әмәлдин қалдурулуп, униң орнида вилайәт дәриҗилик турпан шәһири қурулғанлиқи рәсмий елан қилинди. Турпан вилайитини әмәлдин қалдуруп, турпан шәһирини қурулғанлиқини уйғур аптоном район партком секритари җаң чүншән өзи биваситә турпанға берип мурасим арқилиқ җакарлиди.

Тәңри тағ тори бу вәқәни “бүгүн турпандики 600 миң һәр милләт хәлқи узундин буян арзу қилған бу хвәрни қарши алди” дәп баян қилди.

Мәлум болушичә, хитай дөләт ишлири кабинети уйғур аптоном районидики вилайәтләрни әмәлдин қалдуруп, униң орнида вилайәт дәриҗилик шәһәр мәмурийәтлирини қуруш пиланиниң тунҗи қәдимини турпан вилайитини әмәлдин қалдуруштин башлиған. Турпан уйғур аптоном районидики тунҗи вилайәт дәриҗилик шәһәр мәмурийитигә айланған. Қарар бойичә турпан наһийәси әмәлдин қалдурулуп, у турпан шәһиригә қарайдиған гавчаң райониға өзгәртилгән, әмма, тоқсун вә пичан наһийилири сақлап қелинған. Вилайәт дәриҗилик турпан шәһиригә бир район, икки наһийә қарайдикән.

Тәңри тағ ториниң хәвиридә турпанниң ғәрбий хән дәвридә ғәрбий юртниң сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт мәркизий болғанлиқи әслитилгән. Әмма, турпанда 9 - 14 - әсирләрдә уйғур идиқут ханлиқи һөкүм сүрүп, аләмшумул уйғур мәдәнийити яратқанлиқи әскәртилмигән.

Бу қетим хитай қәдимки тархинамилиридә хатириләнгән идиқут шәһириниң хитайчә “гавчаң” дәп аталған нами рәсмий рәвиштә турпан шәһириниң бир райониға қоюлуп, “гавчаң” исми мәмурий нам салаһийити билән сәһнигә чиқти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.