Америка уйғур бирләшмиси 21-май сайлам өткүзүп, өзиниң йеңи рәһбәрлик һәйитини сайлап чиқиду
2022.05.20
Америкадики уйғурлар 21-май күни сайлам өткүзүп, өзлириниң америкадики әң чоң вәкиллик тәшкилати болған америка уйғур бирләшмисиниң йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик һәйитини сайлап чиқиду.
Бу қетимқи сайлам хитайниң америка һөкүмити тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгән уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип лагер, түрмиләргә қамаш, туғмас қилиш, мәҗбурий әмгәк селиштәк вәһшийликлири 6-йилиға қәдәм қойған болсиму, бирақ униң сияситидә һечқандақ бир өзгириш болмиған, хитайниң вәһшийликиниң көлими вә еғирлиқ дәриҗисигә аит йеңи һөҗҗәтләр давамлиқ ашкарилиниватқан болсиму, бирақ хәлқара җәмийәт бу вәһшийликни тохтитишта йетәрлик һәрикәт қолланмиған назук бир вәзийәттә өткүзүлиду.
Мәлум болушичә, 21-май чүштин кейин вириҗинийә штатидики бир меһманханида өткүзүлидиған сайламға қарита җиддий бихәтәрлик тәдбирлири елинған. Сайлам мәйданиниң ичи вә сиртини йәрлик сақчиларниң қоғдайдиғанлиқи мәлум. Вәқәдин хәвәрдар затларниң ейтишичә, бу бихәтәрлик тәдбирлири хитайниң узун қолиниң америкадики уйғурларға қарита йолға қоюп кәлгән тәһдит селиш, қорқутуш, һәтта бузғунчилиқ һәрикәтлири билән мунасивәтлик икән.
Америка дөләт мәҗлиси әзалири илгири америка бихәтәрлик тармақлириға америкадики уйғурларни хитайниң бесимидин қоғдаш тоғрисида чақириқларда болған. Америка федиратсийә тәкшүрүш идариси уйғурларни қоғдашқа мунасивәтлик мәхсус алақә линийәси тәсис қилған. Америка әдлийә министирлиқи йеқинда бу хил һәрикәтләр билән шуғулланған 5 нәпәр хитай җасусини қолға елип әйиблигәниди.
Мәлум болушичә, америка уйғур бирләшмисиниң рәисликигә һазирға қәдәр пәқәт бирла киши өзини намзатлиққа көрсәткән. Америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи әлфидар илтәбир ханимниң өзини намзатлиққа көрсәткәнлики вә өзидин башқа төт кишилик бир һәйәт гурупписи тәшкиллигәнлики мәлум. Мәлум болушичә, һәйәт гурупписидикиләр пүтүнләй яшлардин тәшкил тапқан.