Уйғур рәһбири кадирлири аталмиш “үч хил күч”кә қарши қәсәмяд қилишни давамлаштурмақ

Мухбиримиз үмидвар
2017.05.29

Уйғур дияридики һәр дәриҗилик һөкүмәт органлири, вилайәт вә наһийәләрдики органларниң “үч хил күчләр”гә қарши күрәш қилиш қәсәмяд йиғинлири изчил давамлашмақта. 27-Май күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәткә биваситә қарашлиқ органлар вә ишчилар уюшмисиниң қәсәмяд мурасими өткүзүлүп, бир қисим уйғур рәһбири кадирларниң башчилиқида қәсәмяд қилинған вә вәдинамигә имза қоюлған.

Хитай мәтбуатлириниң учурлиридин ашкарилинишичә, мәзкур йиғинға уйғур аптоном районлуқ һөкүмәткә биваситә қарашлиқ органларниң партийә секритарлири вә муавин секритарлар, башлиқлири һәмдә компартийә әзалири болуп, 420 адәм қатнашқан.

Бир қисим уйғур рәһбири кадирлар, йәни уйғур аптоном районлуқ ислаһат вә тәрәққият комитетиниң партийә секритари долқун тохти, уйғур аптоном районлуқ баш ишчилар уюшмисиниң муавин рәиси әнвәр абдурахман, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити сиясий бөлүм муавин башлиқи алим атавулла қатарлиқлар аталмиш “үч хил күчләр” гә қарши күрәш қилип, “коммунистик партийигә садиқ болидиғанлиқлири”һәққидә вәдә беришкән.

Йиғинда 100 дин артуқ компартийә гуруппилириға мәсул кадир өзлириниң мәсуллиқидики барлиқ партийә әзалириға вакалитән вәдинамигә имза қойған.

Мундақ хилдики йиғинларниң йәнә бири 26-май күни үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин уюштурулған болуп, асаслиқи үрүмчигә шәһиригә биваситә қарашлиқ идарә-органларниң кадирлири, партийә әзалирини асас қилған мәзкур йиғинда бир қисим уйғур кадирлар “үч хил күчләр” гә қарши күрәш қилиш вәдилирини бәргән вә коллектип қәсәм қилған.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, йеқинқи вақитлардин буян хитай даирилири тәрипидин уйғур диярида елип бериливатқан аталмиш “үч хил күчләр”гә қарши җәң елан қилиш нами астида уйғур кадирлири вә аммисиниң ипадә билдүрүш, қәсәм бериш вә вәдинамигә имза қоюш, шуниңдәк бир қисим уйғур кадирларниң очуқ хәт вә баянатлар елан қилиш һәрикәтлирини хитайниң өткән әсирниң 60-70-йиллиридики “мәдәнийәт инқилаби”динму ашуриветилгән әсәбий һәрикәт дәп тәнқид қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.