Марко рубийо вә җеф мерклей америка дөләт мәҗлисидә “уйғур қирғинчилиқиниң җавабкарлиқ вә җаза қануни” (UGASA) намлиқ йеңи бир қанун лайиһәсини тонушـтурған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.06.01

Америка дөләт мәҗлисиниң икки нәпәр әзаси - марко рубийо билән җеф мерклей 31-май елан қилған баянатида, гәрчә америка “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” вә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни мақуллиған болсиму, амма хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини һелиһәм тохтатмиғанлиқини тилға алған.  Улар шу вәҗидин ирқий қирғинчилиққа четилған хитай әмәлдарлирини җазалаш даирисини йәниму кеңәйтиш үчүн йеңи бир қанун лайиһәсини тонуштурған.

Бу йеңи қанун лайиһәси һелиһәм давамлишиватқан уйғур қирғинчилиқида мәсулийити болған хитай һөкүмәт әмәлдарлириға қоюлидиған җаза тәдбири вә саяһәт чәклимисини кеңәйткәндин башқа, америка ташқий ишлар министирлиқи вә америка хәлқара тәрәққият оргининиң ирқий қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учриғучиларға ярдәм бериши, уларниң хитай компартийәсиниң тәтүр тәшвиқатлириға тақабил туруш паалийәтлирини қоллишини өз ичигә алидикән. Қанун лайиһәсидә йәнә уйғурларниң мәдәнийәт вә тил мираслирини сақлап қелишини илгири сүрүш, хитай компартийәсиниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқини қоллайдиған паалийәтләр билән биваситә яки васитилик шуғуллиниватқан орунларниң бихәтәрлик вә аксийә комитетиниң тәкшүрүшини қобул қилишини шәрт қилип қошуш, шундақла уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини һөҗҗәтләштүрүш билән шуғуллиниватқан органларни малийә җәһәттин қоллаш қатарлиқ маддиларму йәр алған.

Кеңәш палата әзаси марко рубийо тивиттеридики учурида өзи тонуштурған “бу йеңи қанун лайиһәсиниң һазирқи мәвҗут қанунларни асас қилип туруп хитай һөкүмәт әмәлдарлириға қаритилған җазани кеңәйтидиғанлиқи, шундақла ирқий қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учраватқан уйғурларға ярдәм беридиғанлиқини” ейтқан.

Кеңәш палата әзаси җеф мерклейму баянатида, “уйғур мусулманлири учриған дәһшәтлик назарәт, түрмә, қийнаш вә қайта тәрбийәләш лагерлири милйонлиған кишиләрни әркинликидин мәһрум қилип, пүткүл җәмийәтни өз мәдәнийити вә өтмүшидин мәһрум қилмақта. Бу қанун лайиһәси ирқий қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учриғанларни қоғдаш билән биргә, хитай компартийәсиниң мәсулийитини илгириләп сүрүштүрүштики һалқилиқ қәдәм” дәп көрсәткән.

Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәсиниң авам палата нусхиси авам палата әзаси кирис симис тәрипидин тонуштурулидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.