Японийә уйғурларниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән

Мухбиримиз ирадә
2019.11.27

Японийә ташқи ишлар министири ташимитсу мотеги 26-ноябир, йәни сәйшәнбә күни японийәниң хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә уйғур дияридики башқа йәрлик мусулман милләтләргә қиливатқан муамилисидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Японийәниң дөләтлик күндилик гезити болған “майничи” гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан лагерлири вә башқа назарәт системилири һәққидики мәхпий һөҗҗити ашкариланғандин кейин, японийә һөкүмитиниң диққитини қозғиған.

Японийә ташқи ишлар министири ташимитсу мотеги ахбарат елан қилиш йиғинида бу һәқтики соалларға җаваб берип: “биз әркинлик вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш, қанун бойичә иш көрүшкә охшаш универсал һоқуқларниң хитайда капаләткә игә қилинишини муһим дәп қараймиз. Шуңа биз шинҗаң уйғур аптоном райониниң кишилик һоқуқ вәзийитини әндишә ичидә көзитиватимиз,” дегән.

У йәнә 25-ноябир күни өзиниң хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндиму юқириқи мәйданини ипадилигәнликини билдүргән.

-26Ноябир күни йәнә шивейитсарийә ташқи ишлар министирлиқи мәхсус язма баянат елан қилип, лагерлар һәққидә ашкариланған һөҗҗәтләргә инкас қайтурған. Улар баянатида хитай һөкүмитиниң һәрқайси дөләтләрниң уйғур ели вәзийити һәққидики әндишилирини диққәткә елишини, б д т мустәқил тәкшүргүчилириниң лагерларни чәклимисиз зиярәт қилишиға йол қоюшини тәләп қилған.

Алдинқи күнлири германийә, әнглийә вә явропа иттипақиму айрим-айрим һалда лагерлар һәққидики мәхпий һөҗҗәтләргә инкас билдүрүп, хитай һөкүмитини хәлқара җәмийәтниң районда әркин тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.