Урсула готийир фирансийә вә явропа иттипақини хитайниң аз санлиқ милләтләрни немә қиливатқанлиқиға диққәт қилишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2016.01.01


Хитайниң уйғур районидики сияситини тәнқид қилип чеградин қоғлап чиқирилған фирансийәлик журналист урсула готийир, фирансийә вә явропа иттипақини хитайда немә болуватқанлиқиға вә хитайниң аз санлиқ милләтләргә немә қиливатқанлиқиға диққәт қилишқа чақирди.

У бу чақириқни 31 - декабир хитайдин айрилиштин сәл бурун фирансийә агентлиқи мухбириға қилған сөзидә оттуриға қойди. Хитай һөкүмити урсула готийирни униң бай кан вәқәси һәққидә язған мақалиси сәвәблик чеградин қоғлап чиқарған иди.

Урсула готийир, хитайниң бай кан вәқәсини париж террорлуқ һуҗуми билән селиштурғанлиқиға соал қойған вә бай кан вәқәсини хитайниң сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүргән иди.

Лекин униң мақалиси хитай даирилириниң ғәзипини қозғиған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи униң мухбирлиқ кинишкисини узартип беришни рәт қилған. Нәтиҗидә у 31 - декабир хитайдин айрилишқа мәҗбур болған иди.

Урсула готийир фирансийә агентлиқи мухбириға қилған сөзидә: “фирансийә вә явропа иттипақи бу бир журналист яки ахбарат әркинликигә алақидар болғанлиқи үчүнла әмәс, бәлки у хитай вә хитайниң аз санлиқ милләтләргә немә қиливатқанлиқи, һәтта көп санлиқ хәлқниң охшаш мәсилигә дуч келиватқанлиқи вә бу йәрдә немә йүз бериватқанлиқиға диққәт қилиши керәк.” дегән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи болса урсуланиң террорлуқини қоллиғанлиқини илгири сүрүп, униң әпу сорашни рәт қилғанлиқи үчүн визиси узартилмиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.