Хитай һөкүмити үрүмчи билән корла арисида дунядики әң узун ташйол тонелни ясашқа башлиған
2023.12.04
Хитай һөкүмити зор миқдарда мәбләғ селип, тәңри теғини кесип өтидиған дунядики әң узун мусапилик тез сүрәтлик ташйол тонелини ясимақтикән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, “тәңритеғи ғалибийәт тонели” нам берилгән бу тез сүрәтлик таш йол тонелиниң үрүмчи билән корла арисидики мусапини зор дәриҗидә қисқартип, уйғур райониниң шималий билән җәнубиниң қатнаш алақисидә һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқи қәйт қилинмақта. Хәвәрдә билдүрүшичә, мутәхәссисләр йәнә бу тонел уйғур райони билән оттура асия арисида йеңи қатнаш йоли бәрпа қилип, уйғур районини хәлқара содида техиму муһим орунға игә қилидикән.
Хитайниң мәзкур тонел қурулуши америка вә бәзи ғәрб әллириниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң експортиға ға қарита чәклимә вә байқутни күчәйтиватқан бир вақитта елип бериливатқанлиқи, диққәт қозғимақта. Хитай даирилири бу ташйол қурулушиниң уйғур районини хәлқара қуруқлуқ содисида техиму муһим орунға игә қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, омуми узунлуқи 22 километирдин артуқрақ болған мәзкур тонелда 2025-йили пүтүп қатнаш башлинидикән. Буниң билән үрүмчи-корла арисидики һазирқи йәттә саәтлик қатнаш мусаписи 3 саәткә қисқирайдикән.
Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, лагерларға қамаш билән бир вақитта, районниң ул әслиһәләргә кәң көләмлик мәбләғ селип, уни хитайниң “бир бәлбағ бир йол” линийәсиниң муһим сода қатнаш түгүнигә айландурушни тезләткән. Шундақла районниң ташқи сода експортини шиддәт билән кеңәйткән. Хитай дөләт ишлири кабенти техи йеқиндила уйғур райониниң үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ шәһәрлирини “әркин сода райони” дәп елан қилған иди.