Үрүмчидики от апити сәвәбидин пүтүн хитай миқясида наразилиқ намайишлири йүз бәргән
2022.11.27
Үрүмчидә йүз бәргән 24-ноябир күнидики от апитидә нурғун кишиниң көйүп өлгәнлики үрүмчи вә башқа шәһәрләрдики аһалә үчүн қорқунчлуқ бир реаллиқниң бишарити сүптидә тонулуп, һәрқайси җайларда бу вәқәни чөридигән һалда аммиви намайиш болған.
“ли муәллим сизниң муәллимиңиз әмәс” намидики тиветтер абонти 26-ноябир күни учур йоллап: “хотәнниң хуәнху районида аһалиләр бүгүн чүштин кейин саәт 6-7 ләрдә кочиға чиқип намайиш қилди һәмдә вирус һәққидики қамални бикар қилишни тәләп қилди” дәп язған. У елан қилған қисқа видейода көрситилишичә, хитай аммиси бәш юлтузлуқ қизил байрақни көтүргиничә хотән шәһриниң кочисида намайиш қилған.
Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси нейсен русер (Nathan Ruser) бу видйониң орнини ениқлап, хотәнниң “қурум көли райони” олтурақ мәһәллиси икәнликини дәлиллигән. У бу видейони һәмбәһирләш билән биргә “хотән нопусиниң 98 пирсәнти уйғурлар иди. Бу намайишни көрүп мән теңирқап қалдим” дәп язған.
Мәлум болушичә, бу хилдики наразилиқ намайишлири үрүмчи, корла қатарлиқ җайлардиму көп қетимлап йүз бәргән. Радийомиз бивастә дәлилләшкә үлгүрмигән бир қисим иҗтимаий таратқу видийолирида үрүмчи шәһридики хитай аһалилириниң хитайниң бәш юлтузлуқ қизил байрақини көтүргиничә үрүмчи шәһәрлик һөкүмәтни қоршивалған көрүнүшлири көрситилгән. Үрүмчи шәһәрлик парткомниң юқури дәриҗилик рәһбәрлири “хәлқ аммиси билән сөзлишиш”кә чиққанда, хитай аммисиниң кәскин соал-сорақлириға дуч кәлгән.
CNN Ниң 27-ноябирдики хәвиригә қариғанда, бу хилдики қаттиқ юқум қамалиға қарши намайишлар хитайниң ичкий өлкилиридики бир қисим шәһәрлиридиму көрүлгән болуп, шаңхәйдики намайиш әң чоң көләмдә болған. Намайишта хитайлар “хитай компартийәси тәхттин чүшсун! ши җинпиң тәхттин чүшсун!” дәп шоар товлиған. Әнглийә шеффийлд (Sheffield) университетиниң профессори дейвин табин (David Tobin) шу күни бу әһвалларға инкас йезип: “үрүмчидики намайиш диққитимни тартти. Әмма үрүмчи һәргизму җеңҗу әмәс” дәп язған һәмдә уйғур дияридики намайишларниң һечқачан хитай өлкилиридикигә охшаш муамилигә учримайдиғанлиқини әскәрткән.
Бирләшмә агентлиқниң мухбири дейк каң (Dake Kang) Бу һәқтә учур йоллап: “2009-йили 5-июл күни уйғур оқуғучиларму бәш юлтузлуқ қизил байрақни көтүрүп тинч намайиш қилған иди. Әмма сақчилар уларға оқ чиқирип қирип ташлиған иди” дәп язған.