Америка вә әнглийәниң 3 авияматкиси хитайға йеқин окинава деңиз райониға йетип барған

Мухбиримиз ирадә
2021.08.26

Америка вә әнгилийәниң үч авияматкиси окинава деңиз райониға йетип кәлгән. “форбес” гезитиниң хәвәр қилишичә, бу үч авияматка гурупписи узун йиллардин буян хитай деңиз тәвәләкигә йеқин җайда көрүлгән әң күчлүк һәрбий бирлик болуп һесаблинидикән.

“ханиш елзабит”, “америка” вә “карил винсон” намлиқ бу 3 авияматкиниң окинава деңиз райониға йетип келиши вақит җәһәттин диққәткә сазавәр болуп, бу дәл йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә хитай деңиз армийәсиниң тәйвәнгә һуҗум қилишни мәқсәт қилған һәрбий манверлирини күчәйткән мәзгилгә тоғра кәлгән. Бу авияматкилар гурупписиниң окинава деңиз районида пийда болуши, хитайға бирилгән агаһландуруш болуп һесаблинидикән.

Айрим-айрим йөнилиштин чиқип ахири бир йәргә җәм болған бу авияматкилар вә уларға қачиланған зор сандики күрәшчи айропиланлар башқа көплигән дөләтләрниң барлиқ һәрбий парахотлардинму зор от күчигә вә зәрбә бериш иқтидариға игә икән. “форбес” ниң ейтишичә, һазир хитай деңиз армийәси пәқәт икки данә авияматкиға игә болуп, һәр иккисиниң һәҗими вә иқтидари аял падишаһ елизабет намлиқ авияматкиға охшайдикән.

Юқириқи бу үч авияматкида 80 дин артуқ F-35 вә F-18 типлиқ күрәшчи айропилан бар болуп, уларниң йерими радар қатарлиқ байқаш техникилирида көрүнмәйдиған көрүнмәс айропиланлар икән. Бу авияматкилар йәнә он нәччә қоғдиғучи парахот, бир нәччә су асти парахоти вә нәччә йүзлигән йирақ мусапилик башқурулидиған бомбиларниму өз ичигә алидикән.

Америка бирләшмә әтритиниң капитани ричард леброн “форбес” қа қилған сөзидә “юқириқиларниң вәзиписи хәлқара өлчәм, қаидә вә қанунларға мас һалда американиң һәр қандақ җайда вә һәр вақит әркин мәшғулат қилишиға капаләтлик қилиштур,” дәп тәкитлигән.

“форбес” ниң ейтишичә, тәйвәнниң мустәқиллиқи тәһдит астида болуп, бу йил язда хитай деңиз армийәси тәйвән боғузидин өтүшини мәқсәт қилған тәйярлиқ хизмәтлирини күчәйткән. Кишини әң әндишигә салидиғини шуки, хитай деңиз армийәси миңлиған таҗавузчи әскәрләрни тошушқа ишлитидиған бир қисим зор типтики тошуш парахотлирини сәпәрвәр қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.