Дуняниң уйғурлар үчүн адаләт тәләп қилиши тәкитләнмәктә

Уйғур хәлқ сәнәткари абдуреһим һейтниң җаза лагерида һаятидин айрилғанлиқи һәққидики хәвәрни инкар қилиш үчүн хитай һөкүмити ишләп тарқатқан қисқа филим оттуриға чиққандин кейин лагерлар мәсилиси йәнә бир қетим зор ғулғула қозғиди.

Уйғур хәлқ сәнәткари абдуреһим һейтниң җаза лагерида һаятидин айрилғанлиқи һәққидики хәвәрни инкар қилиш үчүн хитай һөкүмити ишләп тарқатқан қисқа филим оттуриға чиққандин кейин лагерлар мәсилиси йәнә бир қетим зор ғулғула қозғиди. Болупму “вашингтон почтиси” гезитиниң бу һәқтики тәһрират мақалиси хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерларға қамивелип уларниң “меңисини ююш” билән мәшғул болуши һәққидә дуняни йәнә бир қетим адаләткә чақирди.

Мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити йиллардин буян изчил уйғурларни ассимилятсийә қилип хитайларға қошуветишни истәп кәлгән. Буниң үчүн улар хитай өлкилиридики хитай нопусини уйғур дияриға көчмән аһалә сүпитидә йөткәп келишни асасий васитә қилип туруп мушу нишанни әмәлгә ашурмақчи болған. Әмма ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин кейин бу усулниң сүрити бирақла ешип, уйғурларни лагерларға қамиветиш, уларниң тили, әнәниси вә мәдәнийитини йоқитиветиш арқилиқ уларни йоқ қиливетиш сиясити иҗра қилинишқа башлиған.

Мақалида хитай һөкүмитиниң лагерларни түрлүк йосунда ақлап келиватқанлиқи баян қилиниш билән биргә д у қ ниң рәиси долқун әйсаниң сөзидин нәқил кәлтүрүп, һазир аз дегәндиму икки милйон яки униңдин артуқрақ уйғурниң қамақта икәнлики ейтилиду. Шуниңдәк хитайдин қорқуш яки хитай билән болған иқтисадий алақисиниң зиянға учришидин әнсирәш хаһиши түпәйлидин дунядики көп қисим дөләтләрниң хитайни әйибләштин өзини елип қечиватқанлиқи, бәзиләрниң һәтта инсанийәткә қарши йүз бериватқан мушундақ җинайәтниң мәвҗутлуқиниму етирап қилмиғанлиқи алаһидә тәкитлиниду. Шу қатарда түркийә һөкүмитиниң хитайни әйибләп җаза лагерлирини “инсанийәт үчүн зор бир номус” дәп атиғанлиқини нәқил кәлтүрүш арқилиқ башқа һөкүмәтләрниму бу хил мәдәнийәт қирғинчилиқи һәққидә сөз қилишқа чақириду. Шуниң билән биргә нөвәттә дуняниң уйғурлар дуч келиватқан бу хил зулум үчүн адаләт сориқи қилиши лазимлиқини оттуриға қойиду.

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур тутқунлар хитай өлкилиригә йөткиливатқан болуп, уларни қандақ тәқдирниң күтүватқанлиқи һазирчә намәлум икән. Мақалида һазир америка дөләт мәҗлисидә бу һәқтики мәхсус қанун лайиһәсиниң музакирә қилиниватқанлиқи әскәртилип, дуняниң лагерлар мәсилиси һәққидә адаләт сориқи қилидиған вақтиниң аллиқачан йетип кәлгәнлики алаһидә әскәртилиду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org