Уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң муавин секретари ма гочяң компартийәдин қоғлап чиқирилған
2024.08.26
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 24-авғуст күни үрүмчидә чақирилған 10-нөвәтлик 12-омумий йиғини қарар мақуллап, уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң муавин секретари ма гочяңни компартийәдин қоғлап чиқиришни қарар қилған.
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә, ма гочяңниң партийәдин қоғлап чиқирилғандин кейинки ақивити қандақ болидиғанлиқиға даир һечқандақ учур берилмигән болсиму, әмма униң партийәдин қоғлап чиқирилиши әдлийә тармақлири тәрипидин җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини билдүриду, дәп қаралмақта. Бу йил 51 яшлиқ ма гочяң, 2023-йили 8-айдин башлап уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин интизам вә қанун-түзүмгә еғир хилаплиқ қилиш сәвәблик тәкшүрүлүшкә башлиған.
Юрти хенәнлик болған ма гочяң, уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари чен чүәнго уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, лагер вә түрмиләргә қамиған мәзгилләрдә ақсу шәһириниң партком секретари, ақсу вилайәтлик сиясий-қанун комитетиниң секретари қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, ма гочяң 2023-йили 8-айда аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң муавин секретарлиқ вәзипини өтәватқан мәзгилдә тохтитип тәкшүрүлүшкә башлиған. Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң бу йил 1-айда елан қилған чирикликкә қарши туруш һәққидики мақалисидә, ма гочяңниң исми тилға елинған. Мақалида, “сиясий мәсилә билән иқтисади мәсилиләрниң гирәлишип кетиши нөвәттики чирикликниң типик алаһидилики” икәнлики тәкитләнгән иди. Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, ма гочяң бир тәрәп қилиништин бурун, униң билән илгири ақсуда биргә вәзипә өтәп, кейин аптоном районға йөткәп келингән хитай әмәлдарлириниң саниму хели бар икән.