Уйғур аптоном районлуқ партком 2025-йиллиқ иҗтимаий муқимлиқни қоғдашни илгири сүрүш хизмәт пилани елан қилған
2025.02.13
Уйғур аптоном районлуқ партком даимий комитети 13-феврал күни ма шиңрүйниң риясәтчиликидә мәхсус йиғин өткүзүп, уйғур елиниң 2025-йиллиқ иҗтимаий муқимлиқни қоғдашни илгири сүрүш хизмәт пиланини елан қилған.
Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, бу йиғинниң районда иҗтимаий муқимлиқни қоғдашни илгири сүрүш хизмитини орунлаштуруп, “чоң көләмдики апәт характерлик вәқәләрниң қәтий алдини елиш” ни, “мәсулийәтни техиму күчәйтиш” ни тәләп қилинғанлиқи қәйт қилинмақта.
“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, йиғин йәнә “дөләтниң ашлиқ, пахта вә муһим деһқанчилиқ мәһсулатлири тәминатиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилип, бу йиллиқ ашлиқ ишләпчиқиришни ашуруш нишанини әмәлийләштүрүшни актип илгири сүрүш”, шуниң билән бир вақитта, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни техиму чоңқурлаштуруп, диний ишларни қанун билән башқуруш сәвийәсини юқири көтүрүш, җуңхуа миллити ортақ еңи қурулушини илгири сүрүш” ни тәләп қилған.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 2025-йиллиқ иҗтимаий муқимлиқ хизмити пилани, америка б д т кишилик һоқуқ кеңишидин чекинип чиққан болсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурларға қарита давамлишиватқан “ирқий қирғинчилиқ” яки “инсанийәткә қарши җинайәт” ниң тохтитилиши, мәҗбурий әмгәкниң бикар қилинип, аилиләрниң қайта җәм болуши үчүн ғәрб әллириниң хитайға техиму қаттиқ бесим ишлитишини давамлиқ чақириқ қиливатқан бир пәйттә оттуриға қоюлмақта. Лекин “шинҗаң гезити” ниң хәвиридин мәлум болушичә, йиғин “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәсини давамлиқ толуқ, тоғра вә омумйүзлүк изчиллаштуруш” ни тәләп қилип, униң “шинҗаң сиясити” дә һечқандақ өзгириш болмайдиғанлиқиниң бешаритини бәргән.
Йиғинда йәнә мунулар тәкитләнгән: “муқимлиқни сақлаш күчлириниң асасий қатламға чөкүш хизмәт механизмини яхшилаш, шинҗаңда террорлуққа қарши туруш вә муқимлиқни қоғдашни ‛контрол қилиш‚ тин ‛яхши башқуруш‚ қа айландурушни илгири сүрүш, пүткүл иҗтимаий вәзийәтниң сиҗил муқимлиқини қәтий сақлаш керәк”.