Уйғур аяллири очуқ хәт елан қилип, дуня аяллирини уйғур аяллириға ярдәм қилишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2021.03.08

Уйғур, қазақ аял лагер шаһитлири вә бир қисим уйғур аял паалийәтчилири 8-март хәлқара аяллар байрими һарписида очуқ хәт елан қилип, дуня аяллирини уйғур аяллири билән бир сәптә турушқа чақирған.

Очуқ хәттә шәрқий түркистандики уйғурларни асас қилған йәрлик түркий милләт аяллири дуч келиватқан еғир вәзийәткә диққәт қозғаш үчүн бу очуқ хәтни язғанлиқи, “нөвәттә уйғур вә башқа туркий милләтләр аяллириниң хитай дөләт даирилири тәрипидин садир қилиниватқан халиғанчә тутқун қилиш, қийин-қистақ, басқунчилиқ, мәҗбурий туғмас қилиш, бала чүшүрүшни оз ичигә алған әң қәбиһ җинайәтләргә дуч келиватқанлиқи” тәкитләнгән.

Очуқ хәттә уларниң хитай әрлири билән той қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқи, балиларниң анилиридин мәҗбурий айриветилип, йитимханиларға орунлаштурулғанлиқи, компартийә кадирлириниң “қошмақ туғқан” болуш намида уйғур аилилиригә орунлаштурулуп, уларни назарәт қиливатқанлиқи, буниң йолдиши лагер яки түрмиләрдики көпинчә уйғур аяллириға нисбәтән җинсий паракәндичиликкә учраштәк һақарәтлик муһит яратқанлиқини билдүргән. Мәзкур очуқ хәт қәлбинур сидиқ, сайрагүл савутбай, турсунай зиявдин қатарлиқ аял лагер шаһитлар һәмдә голландийә, канада, австралийә, америка қатарлиқ дөләтләрдики уйғур аял актипларниң намида елан қилинған.

Очуқ хәттә бәзи җасарәтлик аялларниң шәрқий түркистандики лагерларда шаһит болған системилиқ җинсий зораванлиқларни батурлуқ билән ашкарлиғанлиқи, лекин хитай һөкүмәт даирилириниң бу аял шаһитларниң шәхсийитигә һуҗум қилип, уларға төһмәт қилғанлиқи әскәртилгән. Очуқ хәттә “дуняниң һәр қайсий җайлиридики аялларниң уйғур аяллирини қоллап, уйғур вә башқа түркий милләт аяллири тегишлик болған һәқиқий һөрмәт вә иззәт ичидә яшишини қолға кәлтүрүшкә ярдәм қилиш вақти кәлди,” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.