Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати: “уйғур балилириниң аилиси билән җәм болушиға дәрһал йол қоюши керәк”

Мухбиримиз әркин
2019.09.16

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 16‏-сентәбир күни доклат елан қилип, хитай һөкүмитини аталмиш “ятақлиқ мәктәпләр” вә “йетимханилар” дики уйғур балилириниң дәрһал аилиси билән җәм болушиға йол қоюлушқа чақирди. Доклатта қәйт қилинишичә, “хитай һөкүмити уйғур вә башқа мусулман түрки милләт балилирини аилисидин зөрүрийәтсиз айриветиштәк бу қилмишиға дәрһал хатимә бериши керәк” икән.

Хитай һөкүмитиниң 2017‏-йили башланған “террорлуқ”, радикаллиқ” қа зәрбә бериш һәрикитидә 2 милйондәк уйғур вә башқа мусулман түрки милләтләр тутқун қилинип, лагерларға қамалған, нурғун киши қамақ җазалириға мәһкум қилинғаниди. Доклатта, хитай һөкүмитиниң тутқун қилинған яки чәтәлләргә чиқип кәткән сансизлиған кишиниң пәрзәнтлирини ата-анилириниң мақуллуқисиз дөләт игидарчилиқидики балилар параванлиқ орунлириға вә ятақлиқ мәктәпләргә йиғивалғанлиқи тәкитләнгән. Доклатта мәзкур тәшкилатниң хитай бөлүминиң директори софийә ричардсонниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, “хитай һөкүмитиниң балиларни мәҗбурий айриветиши бәлки, шинҗаңдики бастурушниң әң рәһимсиз елиментидур. Балилар дәрһал хитайда турушлуқ уруқ-туғқанлириниң беқишиға қайтуруп берилиши яки чәтәлләрдики ата-анилири билән җәм болушиға йол қоюлуши керәк” дейилгән.

Доклатта йәнә, һөкүмәт һөҗҗәтлиридә балиларни дөләт игиликидики бу орунларға әвәтиш тоғрисида интайин аз учур барлиқи әскәртилип, бу һөҗҗәтләрдә кимләрниң мақуллиғини елиш керәклики, буниңға қайси һөкүмәт органлириниң мәсул икәнлики ениқ көрситилмигәнлики, өзлириниң илгири бәзи йәрлик даириләрниң йетим балиларни топлаш тоғрисида юқири дәриҗилик органлардин санлиқ вәзипә тапшурувалғанлиқини хәвәр қилғанлиқи билдүрүлгән. Доклатта қәйт қилинишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу доклатни тәйярлашта пәрзәнтлири билән алақиси үзүлүп қалған чәтәлдики 5 аилини зиярәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.