Хитай компартийәсиниң уйғур районидики йеңи рәһбәрлик қатлими райондики бастуруш сияситиниң давам қилидиғанлиқидин бишарәт бәргән
2021.11.10
Хитайниң “тәңритағ тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, йеқинда уйғур районлуқ партком даимий комитетиниң йеңидин тәйинләнгән әзалири һәрқайси вилайәт, област, шәһәрләргичә берип “уйғур аптоном районлуқ 10-қетимлиқ партийә қурултийиниң роһини өгиниш, изчиллаштуруш, җасарәт билән иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминлик йеңи вәзийитини яритиш” ни тәләп қилған.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий әзалиқиға йеңидин тәйинләнгән йүсүпҗан мәмәт, елзат әхмәтҗан вә қадин кәбин қатарлиқлар айрим-айрим һалда бай наһийәси, көктоқай наһийәси, лопнор наһийәси қатарлиқ җайларда тәкшүрүш елип берип, бу җайларда “иҗтимаий муқимлиқни сақлаш, мәңгүлүк әминликни ишқа ашуруш, кәпилик мәһәллиләрни өзгәртиш қурулушини давамлаштуруш, ишик алдида ишқа орунлишишни йәниму күчәйтиш” һәққидә сөз қилған.
Аталмиш “10-қетимлиқ партийә қурултийиниң роһини өгиниш, изчиллаштуруш” һәрикити уйғур елида омумиййүзлүк тәкитлиниватқан болуп, йеқинда шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партийә комитети тәшвиқат бөлүми вә сотсиялизм нәзәрийәси тәтқиқат мәркизи му бу һәқтә бир йиғин чақирип, “аптоном районлуқ партийә комититиниң йеңи дәврдики шинҗаң истратегийәсини толуқ вә тоғра йолға қоюш, уни чиң тутуш-иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик муқимлиқниң омумий нишани” дәп көрсәткән.
Йиғинда “муқимлиқ вә узун муддәтлик әминликниң омумий нишанини мәһкәм сақлаш, ‛җуңхуа миллити ортақ еңи‚ ни сиңдүрүш, шинҗаңдики ислам динини хитайчилаштурушни йәниму күчәйтиш керәк,” дейилгән.
Юқириқи бу йиғинға уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр бирләшмиси, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси, шинҗаң университети, шинҗаң педагогика университети вә башқа орунларниң мунасивәтлик тәтқиқатчилири қатнашқан.
Чәт әлләрдики көзәткүчиләрниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң уйғур елида нөвәттә давамлишиватқан кәң көләмлик тутқун, мәҗбурий әмгәк қатарлиқ уйғурларни йоқитишни мәқсәт қилған сиясәтлириниң йәниму күчийидиғанлиқиниң бир бишарити икән.









