Америка уйғур бирләшмиси “иғва тарқатти” дәп җазаланған уйғурларниң кимликини ашкарилашни тәләп қилди
2013.07.26
Америка уйғур бирләшмиси баянат елан қилип, хитай даирилирини торда “иғва тарқатти” дәп мәмури тутуп туруш җазасиға буйрулған кишиләрниң кимликини ашкарилашқа чақирди.
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” йеқинда лүкчүн вәқәсидин кейин 72 кишиниң “торда иғва тарқатти” дәп тутқун қилинип, мәмури тутуп туруш җазаси берилгәнликини хәвәр қилған. Мәзкур гезитниң хәвиридә, шихәнзидин бир толуқ оттура мәктәп оқуғучиси, қаримайдин 22 яшлиқ бир қиз вә бөрчин наһийисидин 29 яшлиқ бир көчмән ишчиға мәмури чарә көрүлгәнликини билдүргән болсиму, лекин қалған кишиләр һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейтоф “хитайниң лүкчүн вәқәсидин кейин кишиләрни торда террорлуққа алақидар учурларни тарқатти, дәп кәң көләмлик тутқун қилиши, униң учурни қамал қилишни күчәйткәнликидин дерәк бериду” дәп көрсәтти.
У тутқунларниң кимликини ашкарилашни тәләп қилип, “дөләт ахбарат васитилири қамаққа буйрулған шәхсләр һәққидә техиму көп учур билән тәминлиши, уларниң миллити, конкрет қамақ җазаси һәққидә тәпсилий учур бериши керәк” деди.