Уйғур бокс маһирлири йеңи нәтиҗиләрни яратти

Мухбиримиз әзиз
2018.04.10

Хитайдики хәйнән өлкисидә 8-апрел ахирлашқан “2018-йиллиқ мәмликәтлик әрләр бокс ләвһә талишиш мусабиқиси” да уйғур маһирлар йәнә бир қетим өз талантини җари қилдуруп, яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди.

Уйғурлар дияридики бокс саһәсидә көзгә көрүнгән маһирлардин мәмәттурсун чоң бу қетимқи мусабиқидә 69 килограмлиқлар дәриҗиси бойичә чемпийонлуқни алған. Әһмәт муһәммәт 91 килограмлиқлар дәриҗиси бойичә күмүш медалға еришкән. Тохти чоң молла, адил ели, әрдәвләт мәйләнбек қатарлиқлар мис медалға еришкән.

Мәлум болушичә, бу қетимқи мусабиқидә чемпийонлуқни қолға кәлтүргән мәмәттурсун чоң мушу арқилиқ бу йил авғустта һиндонезийәниң җакарта шәһиридә өткүзүлидиған 2018-йиллиқ асия тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришкән. У 2017-йили бир қетим “хитай бокс шаһи” болған болуп, уйғур бокс маһири абдушүкүр 1996-йили “хитай бокс шаһи” болғандин кейин бу шәрәпкә еришкән йәнә бир уйғур маһири икән.

Мәлум болушичә, бокс түри уйғурлар дияридики тәнтәрбийә саһәсидә козир санилидиған болуп, йиллардин буян уйғур маһирлар бу түрдә өзлириниң талантини җари қилдуруп кәлмәктә. 1990-Йилларниң ахирлиридин буян уйғур маһирлар көп қетим хитайдики бокс мусабиқилиридә алтун медалларға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.