Уйғур бокс маһири мәмәттурсун чоң хитай мәмликәтлик бокс мусабиқисидә йәнә чемпийон болған
Уйғур тәнһәрикәтчилири узун йиллардин буян бокс түри билән путбол саһәсидә хитай бойичә әң алдинқи орунни сақлап келиватқан болуп, уларниң хәлқаралиқ мусабиқиләрдиму арқа-арқидин яхши нәтиҗиләрни қазиниши уйғур хәлқигә үмид вә ишәнч ата қилмақта.
-
Мухбиримиз қутлан
2017-08-13 -
-
-
Уйғур тәнһәрикәтчилири узун йиллардин буян бокс түри билән путбол саһәсидә хитай бойичә әң алдинқи орунни сақлап келиватқан болуп, уларниң хәлқаралиқ мусабиқиләрдиму арқа-арқидин яхши нәтиҗиләрни қазиниши уйғур хәлқигә үмид вә ишәнч ата қилмақта.
11-Авғуст кәчқурун уйғур бокс маһири мәмәттурсун чоң хитайда өткүзүлгән 13-нөвәтлик мәмликәтлик тәнтәрбийә мусабиқисиниң бокс түридә ички моңғул аптоном районидин кәлгән моңғул рәқиби хурчабилигни йеңип йәнә бир қетим чемпийон болған.
Шинхва ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, уйғур бокс маһири мәмәттурсун чоң шу күни 69 килограмлиқлар бойичә өткүзүлгән ахирқи һәл қилғуч мусабиқидә 1 гә қарши 4 нәтиҗә билән ички моңғоллуқ рәқибини уруп йиқитқан.
Бу мәмәттурсун чоңниң үч йилдин буян 69 килограмлиқлар бойичә хитайда арқа-арқидин 3 қетим чемпийон болуши икән.
Хәвәрдә дейилишичә, биринчи мәйдан тутушушта моңғул маһири хурчабилиг бирақла һуҗум қозғап дәсләптә үстүнлүкни игилигән. Һалбуки, биринчи мәйданлиқ елишиш ахирлишишқа пәқәт 2 минут 35 секунт қалғанда мәмәттурсун чоң чақмақ тезликидә һуҗумға өтүп, үстүнлүктә туруватқан рәқибини уруп йиқитқан. Шуниңдин кейинки 3 мәйдан мусабиқидә мәмәттурсун чоң изчил һалда һуҗум һалитини сақлап, рәқиби хурчабилигни арқа-арқидин уруп йиқитқан вә ахирқи нәтиҗини қолға кәлтүргән.
Йәнә бир қетим хитай бойичә чемпийонлуқини қолға кәлтүргән мәмәттурсун мухбирға мундақ дегән: “гәрчә йешим чоңийип кәткән болсиму, лекин йәнә давамлаштурмақчимән. Кейинки нишаним 2020-йили токйода өткүзүлидиған олимпик тәнтәрбийә мусабиқисидә нәтиҗә қазиништур.”
Хәвәрдә дейилишичә, бу қетимлиқ бокс мусабиқисидә йәнә уйғур бокс маһири әхмәт мәмәт 91 килограмлиқлар бойичә, қазақ маһири тохтарбәг қалатхан 75 килограмлиқлар бойичә хитай дөләт командисидики хитай рәқиблирини уруп йиқитип, чемпийонлуқини қолға кәлтүргән.