Уйғур дияриниң чегра районлиридики аһалиләр көчүрүлмәктикән

Мухбиримиз сада
2019.07.05

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар зич олтурақлашқан җайлардики уйғурларни аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” намида башқа җайларға йөткәватқанлиқи илгири сүрүлүватқан пәйттә тағлиқ чегра районлардики йәрлик аһалиләрму аталмиш “бихәтәр өй” ләргә көчүрүлмәктикән.

Шинхуа ториниң 5-июлдики мунасивәтлик хәвиригә қариғанда, ташқорған наһийәсиниң чегра бойлиридики йәрлик аһалиләр түзләңлик районлириға көчүрүлүшкә башлиған. Асасий нопуси таҗиклардин тәшкил тапқан ташқорған таҗик аптоном наһийәсиниң чегра бойлиридики бу җайлар таҗикистан, афғанистан вә пакистан қатарлиқ үч дөләт билән чегралинидикән.

Хәвәрдә бу йәрниң наһийә базириға бәк йирақ бир тағлиқ район икәнлики, йәрлик аһалиниң асаслиқи чарва беқиш арқилиқ турмуш кәчүридиғанлиқи, шу сәвәблик бу җайда аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” тики “мустәһкәм истиһкам уруши” ниң елип бериливатқанлиқи баян қилинған.

Хәвәрдә йәнә бу “уруш” ниң памир егизликигичә кеңәйгәнлики қәйт қилинған. Мәлум болушичә, 2017-йилидин буян хитай һөкүмити ташқорған наһийә базиридин 25 километир келидиған чөл-баяванға бина өйдин 385 йүрүшни салған болуп, йәрлик аһалини пүтүнләй ашу “бихәтәр өй” ләргә йөткимәктә икән.

Хәвәрдә йәнә маряң йезиси, датуң йезиси вә вәчә йезиси қатарлиқ бәш йезиниңму “намрат тағлиқ район” категорийәсигә киридиғанлиқи, бу йәрдики 1400 дин артуқ “намрат чарвичи” ниңму юқирида ейтип өтүлгән аталмиш “бихәтәр өй” ләргә көчүрүлгәнлики илгири сүрүлгән.

Бу һәқтә пикир баян қилған анализчилар “рошәнки бу таҗикларни тез сүрәттә өзлириниң яшаш маканидин айрип, ассимилятсийә қилишниң йәнә бир усули,” дейишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.