Малала фонди тори: “уйғур қизлири уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң унтулуп кетилмәслики үчүн һәрикәт қилмақта”

Мухбиримиз ирадә
2021.06.17

Нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби, маарип паалийәтчиси малала намидики фонди җәмийәт өзиниң тор бетидә уйғурлар учраватқан зулум вә бу зулумға қарши паалийәт қиливатқан 3 нәпәр уйғур қизи тонуштурулған.

“уйғур қизлири уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң унтуп қелинмаслиқи үчүн һәрикәт қилмақта” мавзулуқ мақалидә канададики 15 яшлиқ уйғур оқуғучи мәһлия четинкая, бәрна илчи вә германийәдики уйғур оқуғучи шаһнурә қасимларниң һекайиси тонуштурулған.

Мақалидә мунулар баян қилинған: “уйғурлар шәрқий түркистандин кәлгән мусулман милләт, хитайлар тәхминән 90 пирсәнтини игиләйдиған бир дөләттә уйғурлар даим ана тилида сөзләш, өз мәдәнийитидә яшаш вә динға етиқад қилиш сәвәбидин кәмситишкә дуч кәлмәктә. Йеқинқи йиллардин буян вәзийәт техиму кәскинлишип кәткән. Мөлчәрлинишичә, хитай һөкүмити ‛ашқунлуққа қарши туруш‚ вә ‛кәспий тәрбийәләш‚ дегән нам астида лагерларда бир милйондин үч милйонғичә уйғурни қамап қойған.”

Мақалидә бу үч оқуғучиниң өз миллитигә кәлгән бу күлпәтни башқиларға аңлитиш вә өзлириниң һәрикити арқилиқ хәлқара җәмийәтни һәрикәткә кәлтүрүшкә илһамландуруш үчүн тиришиватқанлиқи, кишиләрни йәрлик уйғур тәшкилатлириниң тәшәббусини қоллашқа, уйғурларниң садасини күчәйтишкә, һөкүмәт вәкиллири билән алақилишишқа вә кризисқа аит учурларни иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләшкә илһамландуриватқанлиқи билдүрүлгән.

Мақалидә йәнә бу қизларниң уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиш үчүн истемалчиларни сетивелиш күчидин пайдиллинип, уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған маркиларни байқут қилишқа чақирғанлиқи вә шундақла бу үч қиз оқучиға охшаш чәт әлләрдики башқа нурғун яш уйғур оқуғучиларниң һәм яхши оқуп, һәм өзара һәмкарлишип уйғурларниң тәқдири үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи йорутуп берилгән.

Мақалида мундақ дейилгән: “бәрна кәлгүсидә уйғурларниң шәрқий түркистанни қорқмастин зиярәт қилалайдиған болушини көрүшни үмид қилиду. . . Болупму ата-анилириниң йешиниң чоңийишиға әгишип, уларниң әмди һәргиз юртиға қайталмаслиқидин қорқиду. . . Шаһнурә техиму көп һөкүмәтләрниң хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини етирап қилишини үмид қилиду. . . Мәһлия үчүн ейтқанда, униң хәлқи үчүн елип баридиған күрәш пилани узун муддәтлик болуп, у: ‛мән пүткүл һаятимни әркинликимизгә беғишлаймән, мән бу қирғинчилиқниң оқуғучилар кәлгүсидә көрүдиған тарих китаблириға йезилишиға капаләтлик қилимән. Униң унтулуп кетишигә йол қоймаймән‚ деди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.