Уйғур дияридин хитай өлкилиригә 208 милярд киловат саәттин артуқ йеңи енергийә електир токи йолланған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.12.29

Хитайниң “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” қурулуши башланғандин буян, уйғур дияридин хитай өлкилиригә йолланған йеңи енергийә електир токи бу йил 11-айғичә 208 милярд киловат саәттин ешип кәткән. Хитай таратқулириниң қәйт қилишичә, бу уйғур елидин бу йил 11-айғичә хитай өлкилиригә йолланған омумий електир токи миқдариниң үчтин бир қисмини тәшкил қилидикән. Нөвәттә, хитайниң уйғур диярида ишләпчиқарған токи “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” қурулушиниң төт чоң юқири бесимлиқ електир токи йоллаш линийәси арқилиқ хитайниң шәрқидики сода-санаәт районлириға йоллиниватқанлиқи мәлум. Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң бу йил 9-айниң ахирлирида бәргән бир хәвиридә, “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” йолға қоюлған 2010-йилдин буян уйғур районидин ичкири хитайға 4 линийә бойичә тошулған омумий ток миқдариниң җәмий 701 милярд 995 милйон киловатқа йәткәнлики билдүрүлгән.

  “шинҗаң гезити” ниң 28-декабир бәргән хәвиридә, бу йил 11 айғичә хитай өлкилиригә йолланған йеңи енергийә електир токиниң 208 милярд 200 милйон киловат саәткә йәткәнлики билдүрүлгән. “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” қурулуши бойичә ишләпчиқириливатқан електир токиниң мутләқ көп қисминиң йәнила көмүр електир истансисилирида ишләпчиқириши, бу орунлардин қоюп берилгән зәһәрлик карбон вә ис-түтәкниң тәсири муһит қоғдиғучилирида җиддий әндишә пәйда қилмақта. “шинхуа агентлиқи” ниң қәйт қилишичә, 208 милярд 200 милйон киловат саәт йеңи енергийә електир токи 62 милйон 980 миң тонна өлчәмлик көмүрниң аз көйдүрүлүши, һаваға 170 милйон тоннидин артуқ карбон төт оксидниң аз қоюп берилишидин дерәк беридикән.

Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап ши җинпиңниң америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйибләнгән “йеңи дәвридики шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ни иҗра қилип, милйонлиған уйғур, қазақ вә башқа түркий милләтләрни лагер вә түрмиләргә қамаш, мәҗбурий әмгәккә селиш билән бир вақитта “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш қурулуши” ниң көлимини кеңәйткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.