Уйғур елиниң 300 милйон адәм қетим саяһәтчини күтүвелиши диққәт қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.12.26

Хитай даирилири уйғур елидә саяһәтчилик ишлириниң тарихтики әң юқири рекортни яратқанлиқини илгири сүрмәктә.

Хитайниң тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, 2024-йили 12-айниң 25-күнигә қәдәр уйғур ели 300 милйон адәм қетимдин артуқ саяһәтчини күтүвалған. Бу охшаш мәзгилдикидин %14 ашқан болуп, тарихтики әң юқири рекорт болуп һесаблинидикән.

Хитай нопусиниң 4/1 қисми, йәни 300 милйон адәм қетим саяһәтчини күтүвелиш уйғур районидики 20 нәччә милйон нопус үчүн елип ейтқанда ғайәт зор рәқәм. юқиридики хәвәрдә “саяһәтчиләр тәхминән 355 милярд 200 милйон йүән хәҗләп, охшаш мәзгилдикидин %21 артуқ иқтисадий пайда яратти” дейилгән болсиму бирақ бунчилик көп саяһәтчини күтүвелишниң уйғур елигә кәлтүридиған иҗтимаий вә екологийәлик тәсирлириниң немә икәнликини тәсәввур қилиш қейин болмақта.

Хитай даирилири һазир уйғур районини енергийә мәнбәсила әмәс, саяһәт базисиғиму айландурушқа урунуватқан болуп, қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилириниң орниға қуруп чиқилған сүний саяһәт орунлири буниң типик мисали болуп қалған. Чәтәл ахбаратлири бу һәқтики хәвәрлиридә қәшқәрдики бу мәнзирини “дисний бағчиси” дики көргәзмә буюмлириға охшатқаниди.

Һенрий шаҗевискиға охшаш тәтқиқатчилар болса, хитай даирилириниң уйғур ели саяһәтчиликини қаттиқ тәшвиқ қилишини хитайниң уйғур елидики “инсанийәткә қарши җинайити” вә “ирқий қирғинчилиқи” ни йепиш һәм ақлаш, әң муһими өзиниң районда йолға қойған сиясәтлириниң мувәппәқийәтлик болуп, районни муқимлаштурғанлиқини намаян қилишни мәқсәт қилиду, дәп көрсәткәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.