“уйғур әмгәк күчлири” торда сетиш һелиһәм давам қилмақта

Мухбиримиз әзиз
2021.04.16

Хитай һөкүмити уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк һадисисини изчил инкар қиливатқан болуп, хитай өлкилиридики завутларда ишләватқан әрзан баһалиқ уйғур ишчилирини “уйғурларниң ишқа орунлаштуруп бай қилиштики бир муһим қәдәм” дәп тәшвиқ қилип кәлгән иди. “асман хәвәрлири” ториниң шәндоң өлкисидики нәқ мәйдан тәкшүрүшлири хитай һөкүмитиниң бу мәсилидики ялғанчилиқини йәнә бир қетим паш қилди.

Мухбирлар торлардики “уйғур әмгәк күчлири амбири” да елан қилиниватқан уйғурлар һәққидики еланни бәргән кишиләр билән алақилашқан һәмдә бу уйғурларниң хитай өлкилиридики завутларға йоллинидиғанлиқидин хәвәрдар болған. Шуниңдәк уларниң завутларға ишқа чүшүштин бурун сиясий җәһәттин тәкшүрилидиғанлиқини билгән. Әмма улар шәндоңдики завутларға берип көргәндә бу орунларниң “йерим һәрбийчә” түс алған һәмдә һәммила җайға көзитиш апаратлири, сақчиларниң қаравуллуқи орунлашқан муһитта хизмәт қилидиғанлиқини билгән. Әмма завут хоҗайини мухбирларға “бизниң бу завутта уйғурлар йоқ” дәп туривалған. Һалбуки мәзкур завутниң тор бетидә йеқинда бир түркүм ‍уйғур ишчиларниң ишқа чүшкәнлики ейтилған.

Әнглийәдики уйғур паалийәтчиләрдин рәһимә мәһмуд бу тоғрисида сөз қилип “уйғур қирғинчилиқиниң бир ипадиси нөвәттә уйғурларни хитай завутлирида әрзан баһалиқ мәҗбурий әмгәк күчлиригә айландурушта әкс әтмәктә. Бу дәл хитай һөкүмити өзлири җакарлиған ‛уйғурларниң йилтизини кесип ташлаш‚ һәркитиниң әмилий иҗра болушидур,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.