Уйғур елидики гөш ишләпчиқириши тез сүрәттә ашурулмақта

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.02.29

Хитайниң “тәңритағ тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири 29- февралдики хәвәрлиридә, 2023-йили ичидә уйғур елиниң гөш, тухум вә сүт ишләпчиқириш миқдариниң алдинқи охшаш мәзгилдикидин зор дәриҗидә ашқанлиқини хәвәр қилған.Хәвәрдә дейилишичә, райондики гөш ишләпчиқириш миқдари тунҗи қетим икки милйон тоннидин ашқан болуп, униң ешиш нисбити пүтүн хитайдики гөш ишләпчиқиришиниң ешиш нисбитидин икки һәссә көп болған. Хитай таратқулири буни тәнтәнә қилип “кишиләрниң гөш йейиш әркинлики техиму муқим капаләткә игә болди” дәп язған.

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидики қой сани вә қой гөши ишләпчиқириши хитай бойичә иккинчи орунда, кала сани вә кала гөши ишләпчиқириши хитай бойичә 5-орунда туридикән. Әмма иҗтимаий таратқулардики көплигән учурлар йеқиндин буян уйғур диярида қой вә кала гөши баһасиниң шиддәт билән өсүп кетиватқанлиқини, адәттики уйғур аһалисиниң базардин гөш елип йейишиниң асан әмәсликини көрситиватқанлиқи мәлум. 

Хәвәрдә дейилишичә, даириләр бундин кейин уйғур илида кала вә қой гөши ишләпчиқиришни асас қилиш, гөш вә сүт мәһсулатлири ишләпчиқириш иқтидарини ашуруш үчүн бақмичилиқни күчәйтидикән вә йәниму көпләп бақмичилиқ районлирини бәрпа қилидикән. Шуңа нөвәттә бу хил бақмичилиқниң тәминләш обйекти хитай өлкилиридики аһалә болуватқанлиқи алға сүрүлмәктә. 

Хитай һөкүмәт таратқулири хәвәрлиридә буниң деһқан-чарвичиларниң киримини ашуридиғанлиқини илгири сүрсиму, бирақ униң район екологийәсигә елип келидиған тәсири һәққидә тохталмиған.Хитай һөкүмити уйғур елини хитайниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики базиси қилип бекиткәндин буян, уйғур илида ашлиқ, гөш, мевә-чивә қатарлиқларни ишләпчиқириш һәссиләп ашмақта. Уйғур ели екологийәсиниң буниңға қанчилик бәрдашлиқ берәләйдиғанлиқи чәт әлләрдики көзәткүчиләр диққәт қиливатқан мәсилә болуп қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.