“хитайниң уйғурларға қарши уруши” намлиқ әсәр нәшрдин чиқти
2020.08.31
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики сиясий бастуруш вә зор көләмлик тутқун һәрикити хәлқарада тәдриҗий һалда “йеңи қирғинчилиқ” дәп қарилишқа башлиғанда бу һәқтики әһвалларни техиму тәпсилий шәрһилигән “уйғурларға қарши уруш: хитайниң мусулман аз санлиқ милләтлиригә қаратқан ички күриши” намлиқ әсәр принситон университети нәшриятида нәшр қилинди.
Вашингтон шәһиридики җорҗ вашингтон университетиниң дотсенти, уйғуршунас шан робертсниң бирнәччә йиллиқ издинишлириниң мәһсули болған мәзкур әсәр мушу саһәдә йеқинқи мәзгилләрдә барлиққа кәлгән йирик әсәрләрниң бири һесаблиниду. Аптор әсиридә хитай һөкүмитиниң “11-сентәбир вәқәси” дин кейин тездин өзлирини “террорлуқниң қурбанлири” дәп пәрдазлап, дуняви миқястики террорлуққа қарши долқунға суқунуп киривалғанлиқи һәмдә мушу баһанидә өзлириниң уйғурларни вәһшиянә бастуруш қилмишлирини ақлашқа урунуп кәлгәнликини тәпсилий баян қилиду.
“дипломат” журнили бу мунасивәт билән мәхсус сөһбәт уюштуруп, доктор шан робертсқа бу һәқтики бир қатар соалларни сунди. Шан робертс бу қетимлиқ сөһбәттә техиму тәпсилий қилип уйғурларниң әмәлийәттә терорлуқтин толиму йирақ бир хәлқ икәнлики, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмиши түпәйлидин ахири бир түркүм уйғурларниң өз авазини аңлитиш үчүн хитай һөкүмитигә қарши зорлуқ васитисини қоллиниш йолиға маңғанлиқи, буниң билән хитай һөкүмитиниң нәзиридә “дөләтниң дүшмини” дәп қарилишқа башлиған уйғурлар һәққидә хитайниң хәлқара җәмийәткә бу һәқтә көплигән тәшвиқат учурлирини йоллиғанлиқини баян қилди.









