Уйғур кишилик программиси хитайниң исим чәклимисидин чөчүгәнликини билдүрди
2017.05.06
Америкидики уйғур кишилик тәтқиқат орни хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған исламий исимларни мәни қилиш қатарлиқ диний чәклимиләрдин чөчүгәнликини билдүрди.
Америка уйғур кишилик һоқуқ программиси 4-май елан қилған баянатида, хитай чиқарған бу бир қатар бәлгилимиләрдин һөкүмәт даирилириниң уйғурлар һаятиниң һәр бир қатлимиғичә контрол қилишқа тәрәддут қилғанлиқини көрүвалғини болидиғанлиқини көрсәтти.
Доклатта мундақ дейилди: “һәр бир уйғур, һәр бир уйғур аилиси вә уйғур җәмийитиниң шәхсийитигә қәдәр дәхли қилиш дөләт бәлгиләп бәргән кимликни уйғурларға сиңдүрүшни мәқсәт қилиду.”
Хитай даирилири өткән айниң ахири бир уқтуруш чиқирип, уйғур елидә “муһәммәт”, “мәдинидә”, вә “түркизат” қатарлиқ 29 исимни “диний әсәбийликни тәрғиб қилиду” дәп көрситип, йеңи туғулған бовақларға қоюшни чәклигән.
Мәзкур уқтуруш хәвәр қилинғандин кейин дуня характерлик қизиқ нуқтиға айланған иди.
Бу һәқтә тохталған программа директори өмәр қанат мундақ деди: “уйғурларниң бәзи исимларни ишлитиштин тосулуши уйғур мәдәнийитигә қилинған еғир һақарәт. Хитай һөкүмити чәклигән бу исимлар уйғурлар әсирләрдин буян ишлитип келиватқан исимлар болуп, булар уйғурларға һәргизму ят әмәс.”
У йәнә, кийим кийиш өлчәмлири, исим чәклимиси қатарлиқларниң әмәлийәттә бикардин бикар уйғурларниң чишиға тегиштин башқа нәрсә әмәсликини көрсәткән вә хитай һөкүмитини уйғурларниң көзигә киривелишиниң орниға, уйғурларға қаритилған иқтисадий йәклимичилик вә сиясий бастурушқа хатимә беришкә чирқириған.