Уйғур елидә “түзүмгә хилаплиқ қилған” икки уйғур әмәлдар тәптиш даирилириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилгән

Мухбиримиз әркин
2023.01.06

Хитай даирилири уйғур елидә аталмиш мәркәзниң 8 хил түзүми вә қанунға “хилаплиқ қилған” икки уйғур әмәлдарини тәптиш даирилириниң тәкшүрүп бир тәрәп қилишиға тапшуруп бәргән. Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң 5-декабир елан қилишичә, йәкән наһийәлик хәлқ қурултийиниң мудири, наһийәлик парткомниң муавин секретари мухтәр һәсән билән хотән вилайәтлик өй қурулуши идарисиниң башлиқи, партийә гурупписиниң муавин секретари турдимәмәт рози партийәдин қоғлап чиқирилип, хизмитидин бошитилған.

Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң уқтурушида, мухтәр һәсән билән турдимәмәтниң аталмиш интизам вә қанунға хилап ‍еғир қилмишлири сәвәблик партийәдин қоғлап чиқирилип, хизмитидин бошитилғанлиқи, шундақла шундақла “җинайи мәсилиләр” гә четилип, тәптиш ‍органлириниң қануни җавабкарлиққа тартишиға тапшуруп берилгәнликини билдүрүлгән.

Уқтурушта, мухтәр һәсәнниң башқуруш мулазимәт обйекти вә қол астидикиләрниң җәмий 12 миң 800 йүән қиммитидики совғисини қобул қилғанлиқи, турдимәмәт розиниң 460 миң 260 йүән қиммитидә совғат қобул қилип, ‍идарисиниң аптомобилини көп қетим уруқ-туғқан, дост ярәнлириниң ишлириға ишләткәнлики қәйт қилинған болсиму, лекин уларниң җинайи җавабкарлиққа тартилишиға сәвәб болған конкрет қандақ “җинайи мәсилиләр” гә четилғанлиқи тилға елинмиған.

Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда нурғун уйғур кадирлирини “икки йүзлимичилик” билән әйибләпла қалмай, интизамға хилаплиқ қилиш, парихорлуқ қилиш биләнму әйибләп, партийә вә һөкүмәт ‍органлиридин тазилап чиқарған. Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитети бу икки делони мәркәзниң 8 хил түзүмигә хилап типик 6 делониң қатарида елан қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.