Уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җарулла һисамидин вәзиписидин қалдурулған
2022.08.01
Хитай мәтбуатлириниң 8-айниң 1-күнидики хәвәрлиригә қариғанда, уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җарулла һисамидин вәзиписидин қалдурулған.
Хәвәрдә, “уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 13-нөвәтлик даимий комитетиниң 34-қетимлиқ йиғинида, аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң муавин рәиси җарулла һисамидинниң вәзиписидин истепа бериш тәлипи қобул қилинди” дейилгән. Алдинқи нөвәтлик рәис шөһрәт закир 2021-йил 10-айда вәзиписидин қалдурулғандиму, “шинҗаң гезити” ниң хәвиридә “уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң рәиси шөһрәт закирниң истепанамиси тәстиқланди” дейилгәниди.
Мунасивәтлик учурларға қариғанда, җарулла һисамидин 1962-йил атушта туғулған болуп, 1995-йил йопурға наһийәсиниң һакими, 2005-йил ақсу вилайитиниң валийси, 2009-йил үрүмчи шәһириниң башлиқи болуп вәзипә өтигән. 2013-Йил 1-айда уйғур аптоном райониниң муавин рәиси болуп тәйинләнгән.
Радийомизниң илгирики хәвәрлиридә, җарулла һисамидинниң хитай әлчилири билән бирликтә хитай һөкүмитиниң “шинҗаң яхши җай” дегәндәк тор тәшвиқат йиғинлириға һәмдә түркийә вә русийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни ата-аниси билән тор екрани арқилиқ көрүштүрүш йиғинлириға қатнашқанлиқи хәвәр қилинғаниди. Җарулла һисамидин бу йиғинларда “шинҗаңдики һәр милләт хәлқи бәхтлик яшаватиду, чәт әлдики җуңгоға қарши күчләр ялған-явидақ тарқитиватиду” дегән.
Мунасивәтлик учурлардин мәлум болушичә, бу қетим җарулла һисамидин билән бир қатарда көплигән уйғур әмәлдарлар вәзиписидин қалдурулған, бәзилири йеңидин тәйинләнгән. Һалбуки, бу һоқуқ алмаштуруш қарарида исми елан қилинғанлар ичидә мутләқ көп қисми хитай әмәлдарлири болуп, тизимликтә әң юқири нисбәтни игилигән.
Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси нур бәкри қолға елинғандин кейин шөһрәт закир, җарулла һисамидинға охшаш рәис, муавин рәис вә башқа уйғур әмәлдарларниң қаттиқ бесимға учриғанлиқи, һәр ишта хитай әмәлдарлириниң еғзиға қарайдиғанлиқи, истепа сораш-соримаслиқиниму хитай әмәлдарлириниң бәлгиләйдиғанлиқи ашкара мәхпийәтлик иди. Америкадики хитай анализчиси чен покуң илгири бу һәқтә бәргән бир зияритидә, хитай һөкүмитиниң һечқандақ уйғурға ишәнмәйдиғанлиқини, уларниң роли түгигәндә қаттиқ яки юмшақ усуллар билән сиясий сәһнидин йоқитидиғанлиқини билдүргәниди.