“иккини һимайә қилиш” чақириқи уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң кәлгүсидин бешарәт бәрмәктә

Уйғур дияридики сиясий бастурушниң характери америка қатарлиқ бирқисм дөләт һөкүмәтлири вә парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгәндин кейин хитай пүтүн дуняниң кәскин тәнқидигә дуч кәлгәниди.

Уйғур дияридики сиясий бастурушниң характери америка қатарлиқ бирқисм дөләт һөкүмәтлири вә парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгәндин кейин хитай пүтүн дуняниң кәскин тәнқидигә дуч кәлгәниди. Әмма хитай һөкүмитиниң нөвәттики сиясий бастуруш һәрикитини техиму кәң көләмдә давам қилдуридиғанлиқи түрлүк учурлардин көпләп мәлум болмақта.

“тәңритағ тори” ниң 1-июндики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң кеңәйтилгән йиғинида оттуриға қоюлған “ши җинпиңниң үчинчи нөвәтлик ‛шинҗаң хизмити йиғини‚да сөзлигән сөзлири бундин кейинки шинҗаң хизмитиниң баш қиблинамисидур” дегән пикир йиғин әһлиниң бирдәк алқишиға еришкән. Шуниңдәк буниңдин кейинки “иккини һимайә қилиш” хизмитидә буни иҗтимаий муқимлиқ вә мәңгүлүк әминлик яритиш хизмәтлири билән бирликтә тәврәнмәй иҗра қилиш тәкитләнгән.

“ши җинпиң рәһбәрликидики компартийәниң ядролуқ орнини һимайә қилиш вә партийә мәркизий комитетиниң барчә ишларға рәһбәрлик қилишини һимайә қилиш” тәк бу чақириққа қошулған йеңи мәзмунлар нөвәттә уйғур диярида давам қиливатқан сиясий бастурушниң йеңи сәвийәгә көтүрүлидиғанлиқидин бешарәт, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Болупму уйғур дияридики барлиқ уйғур рәһбирий кадирларниң “партийә интизамиға хилаплиқ қилиш” дегән әйиб билән қолға елиниши йеқинқи мәзгилләрдин буян көпләп мәлум болғаниди. Америка һөкүмитиму дәл мушу сәвәбтин чен чуәнго башлиқ хитай әмәлдарларға ембарго елан қилған һәмдә уларниң қилмишини “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп хуласилигәниди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org