“уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” америка кеңәш палатасида қайта сунулмақчи икән
2019.01.14
Өткән йили 10-айда америка авам вә кеңәш палаталирида “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” сунулуп, хитайниң уйғурларни омумйүзлүк бастурушиға қарита президент трамп һөкүмитиниң бәзи тәдбирләрни елиши тәләп қилинған. Кеңәш палатасидики қанун лайиһисини палата әзалири марко рубио билән баб менәндәз сунған. Лекин қанун лайиһиси өткән йили 11-айда өткүзүлгән дөләт мәҗлиси сайлими сәвәблик кеңәш палатасида авазға қоюлмиған иди. Америкадики “оксиоз” намлиқ тор журнили 13-январ тарқатқан хәвиридә кеңәш палата әзаси марко рубио билән баб менәндәзниң мәзкур қанун лайиһисини бу һәптә ичидә қайта сунмақчи болуватқанлиқини билдүрди. Хәвәрдә вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң сөзи нәқил кәлтүрүлүшичә, “хитайниң бир милйондин артуқ уйғурни ‛қайта тәрбийиләш‚ лагерлириға қамап, тутқунларни диний етиқади, мәдәнийитидин ваз кечишкә мәҗбурлиши, уйғур балилирини йетимханиларға мәһкум қилишидәк дуня көз юмувалған бу зулумиға қарита дөләт мәҗлисиниң бәзи әзалири трамп һөкүмитигә хитайни җавабкарлиққа тартиш һәққидә бесим қилишни күчәйтишни пиланлимақта” икән.
Хәвәрдә, бу қетим оттуриға қоюлидиған қанун лайиһисиниң өткән қетимқи қанун лайиһиси билән пәрқи йоқлуқи билдүрүлгән. Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, бу қетимқи қанун лайиһиси: охшашла уйғур мәсилисиниң юқири дәриҗилик учришишларда күнтәртипкә келиши, магнетский қанунини ишқа селиш, франк волф диний әркинлик қанунини толуқ иҗра қилиш, сода министирлиқиниң експортни контрол қилиши, шинҗаң мәсилиси бойичә алаһидә әмәлдар тәйинләш, районда йүз бериватқан бастуруш вә буниң район бихәтәрликигә пәйда қиливатқан тәһдити, оттура асия дөләтлириниң мусапирларни, сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни хитайға қайтуруп бериш әһвали, лагер қурулушиға қатнашқан хитай ширкәтлириниң тизимликиниң турғузулуши, аилә тавабиати тутқун қилинған америка пуқралири вә йешил карт игилириниң санлиқ учур амбириниң қурулуши қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алидикән.
Кеңәш палата әзаси марко рубио “оксиоз” тор журнилиға сөз қилип: “америка кишилик һоқуққа хилаплиқ қилған, бәлки инсанийәткә қарши туруш җинайити садир қилған, җүмлидин бир милйондәк уйғур вә башқа мусулманларни қайта-тәрбийәләш лагерлириға қамиған хитай әмәлдарлирини вә коммунистик партийәни җавабкарлиққа тартиши керәк” дегән.









