Д у қ ниң пирагадики 7-нөвәтлик қурултийи билән бир вақитта “чехийә уйғур күнлири” паалийити өткүзүлиду

Мухбиримиз әркин
2021.11.09

Дуня уйғур қурултийи 8-ноябир баянат елан қилип, өзиниң чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлидиған 7-нөвәтлик қурултийиниң күнтәртипини елан қилған. Мәлум болушичә, қурултай билән бир вақитта “чехийә уйғур күнлири” ни өз ичигә алған бир қатар паалийәтләр өткүзүлидикән. Баянатта, бу паалийәтләрниң илмий муһакимә йиғини, китаб йәрмәнкиси, көргәзмә, аммиви муназирә, яшларни тәрбийәләш курси, уйғурларға аит һөҗҗәтлик филим қоюш қатарлиқ шәкилләрдә елип берилидиғанлиқи тәкитләнгән.

12-Ноябирдин 14-ноябирғичә өткүзүлидиған бу нөвәтлик қурултайда 25 дөләттин кәлгән 200 дин артуқ вәкил д у қ ниң 32 кишилик йеңи рәһбәрлик һәйитини сайлап чиқиду. Баянатта, қурултайда демократик өлчәмләргә әмәл қилиниши үчүн қурултайниң мустәқил көзәткүчиләр тәрипидин назарәт қилинидиғанлиқи тәкитләнгән. Мәлум болушичә, 11-ноябир кәчлик қарши елиш зияпити, китаб йәрмәнкиси, уйғур кризисиға аит көргәзмиси болуп, 12-ноябир “уйғур һәқлири: җавабкарлиққа тартишниң йоллири” намлиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлидикән.

Баянатта йәнә “чехийә уйғур күнлири” паалийитиниң хайберинска лагерида лагер шаһити өмәр бекали билән болидиған аммиви муназирә, “ши җинпиң дәвридики шинҗаң сиясити: тәсири вә иҗраати”” намлиқ муһакимә йиғини, җорҗи вашингтон университетидики доктор шон робертсниң “уйғурларға қарши уруш: тероррлуққа қарши туруш намидики мәдәнийәт қирғинчилиқи” намлиқ китаби тоғрисидики сөһбәт, “һәдәмни издәп” намлиқ һөҗҗәтлик филим қоюш қатарлиқ паалийәтләрни өз ичигә алидиғанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.