Уйғур райони даирилири йеңидин бир түмән оқутқучи қобул қилидикән
2016.01.20
19-январ күни үрүмчидә ечилған маарип хизмәт йиғинидин мәлум болушичә, уйғур аптоном районниң муавин рәиси әркин тунияз 2016-йили йәсли вә оттура, башланғуч мәктәпләргә 10миң оқутқучи қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Әмма, йеңидин қобул қилинидиған мәзкур 10 миң оқутқучиниң милләт нисбити вә башқилар һәққидә конкрет тохталмиған.
Уйғур аптоном райони маарип комитетиниң хәвиридә көрситилишичә, уйғур аптоном райони муавин рәиси әркин тунияз сөз қилип, қош тил маарипини 13-бәш йиллиқ пилан мәзгилидә омумйүзлүк омумлаштуруш, маарип билән динни айриш, радикаллиққа қарши туруш тәшвиқатини күчәйтиш, идеологийә саһәсидики йетәкчилик һоқуқини чиң тутуш қатарлиқларни тәкитлигән.
Хәлқ ториниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ маарип хизмити комитетиниң секретари ляң 2016-йиллиқ маарип пилани һәққидә тохтилип, маарипниң сиясий тәлипини күчәйтишни, бөлгүнчиликкә қарши туруш вә сиңип киришкә қарши турушниң йәнила муһим нуқта икәнликини тәкитлигән.
Шинхуа ториниң хәвиригә қариғанда, уйғур райони маарип даирилири 2020-йилиғичә, йәни 13-бәш йил мәзгилидә оттура, башланғуч қош тил маарипини омумйүзлүк омумлаштуруп болуш, хитай әмәс милләтләрниң башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириниң қош тил маарипида тәрбийилиниш нисбитини 90% тин ашурушни пиланлиған. 2015-Йилиғичә, уйғур вә башқа аз санлиқ милләт қош тиллиқ йәсли, оттура-башланғуч мәктәп оқуғучилири сани 2 милйонға йәткүзүлгән.
Уйғур маарип мутәхәссислири уйғур диярида йүргүзүлүватқан аталмиш қош тиллиқ маарипниң әмәлийәттә йәккә тиллиқ йәни хитай тиллиқ маарип икәнликини, башланғучтин таки толуқ оттура мәктәпни пүттүргүчә болған арилиқтики барлиқ тәбиий пән вә бир қисим иҗтимаий дәрслириниң пүтүнләй хитай тилида оқутулуш нәтиҗисидә 20-әсирниң бешидин тартип раваҗлинишқа йүзләнгән уйғур миллий маарипиниң бәрбат болидиғанлиқини оттуриға қоюшмақта.