Хитай фотограф : “уйғурлар пулдин бәк, өз мәдәнийити, өрп - адити вә диниға әһмийәт беридикән”

Мухбиримиз үмидвар
2016.08.11

Бүгүн нюйорк вақти гезитидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлири мулаһизә қилинған “хитайдики қәдимий шәһәрдә пулдин бәк мәдәнийәткә әһмийәт бериш” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди. Униңда баян қилинишичә, хитай һөкүмити 2009 - йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин иқтисадий тәрәққият арқилиқ уйғурларниң наразилиқини пәсәйтмәкчи болуп, зор иқтисадий мәбләғ билән қәшқәрдә нурғун қурулушларни қилған. Бирақ, сичүәнлик фотограф лю йүяң 2015 - йили қәшқәрни зиярәт қилғинида бу йүргүзүлүватқан иқтисадий пиланниң интайин қалаймиқанлиқини һес қилған. Өзи сүрәткә тартқан йеңи тиҗарәт мәркизи, сода сарай, тиятирханилар вә бағчиларниң асасән қуруқлуқини, бу қурулушларниң йәрликни хизмәт билән тәминләшкә һечқандақ пайдиси болмиғанлиқини, әксичә, у йәрдә бай - кәмбәғәллик арисидики пәрқниң зорийип кәткәнликини көргән.

У, нюйорк вақти гезитигә қилған сөзидә бу һәқтә тохтилип : “әлвәттә бу тәрәққият пиланиниң шинҗаңға мәлум дәриҗидә болупму, асасий қурулуш, дохтурхана вә мәктәп қурулушлирида мәлум дәриҗидә тәрәққият елип кәлгәнликини көргили болиду. Бирақ, у йәрдә йәрлик уйғурлар үчүн пурсәт бәк аз икән” дегән.

У шундақла қәшқәрдики зиярити давамида, уйғурларниң өзи билән дини вә сиясий мәсилиләр үстидә сөзлишиштин еһтият қилғанлиқини ейтқан.

Мәлум болушичә, сичүәнлик фотограф лю йүяң ичкири өлкиләргә ешинча әмгәк күчи сүпитидә гуаңҗу шәһиригә ишчи қилип апирилған уйғур ишчилар биләнму көп қетим сөһбәтлишип, уларниң әһвалини игилигән. У бир йилдин артуқ вақит уйғурлар үстидә издиниш елип бериш арқилиқ “хитай һөкүмити мәсилини иқтисад арқилиқ һәл қилимиз дәйду, бирақ уйғурлар пулдин бәк өзиниң мәдәнийитигә, өрп - адитигә вә диниға әһмийәт беридикән” дегән йәкүнни чиқарған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.