Уйғур районидин тәшкилләнгән мәдәнийәт өмики явропадин қайтти
2016.05.31
Шинхуа агентлиқиниң 30-майдики хәвиригә асасланғанда, уйғурлар районидин тәшкиллигән мәдәнийәт өмики фирансийә вә германийәдә бир қатар лексийә паалийәтлирини тамамлап, шу күни бейҗиңға қайтқан.
Хитай дөләт ишлири мәһкимиси қармиқидики инсан һәқлири ишханисиниң муавин мудири хуаң җүншйән башлап барған бу өмәк бир һәптилик лексийә җәрянида фирансийәниң париж вә страсборг шәһәрлиридә, германийәниң берлин вә мюнхен шәһәрлиридә нуқтилиқ қилип уйғурлар диярида хитай компартийиси һөкүм сүргән мәзгилдә қандақ зор өзгиришләр барлиққа кәлгәнликини явропа җамаитигә тәшвиқ қилған.
Хуаң җүншйән бу һәқтә тохтилип, “биз бу җәрянда фирансийә вә германийәдики алақидар органлар вә шәхсләрниң уйғурлар райони һәққидики чүшәнчисидә мүҗмәл болуватқан бәзи тәрәплирини йорутуп беришкә тириштуқ” дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу мунасивәт билән радийомиз хитай бөлүминиң зияритини қобул қилип, “хитай һөкүмити мушу хилдики мәдәнийәт өмәклиридин пайдилинип өзлириниң уйғурларни бастуруватқанлиқини ақлимақчи, шундақла уйғурларниң хитайға қарши чиқишидики һәқиқий сәвәбләрни бурмилимақчи” дегән.
Дилшат ришитниң ейтишичә, мәзкур өмәкниң мюнхенни лексийә бериш нуқтилириниң бири қилип таллишидики асаслиқ сәвәб дәл “дуня уйғур қурултийи” ниң баш оргини мюнхен шәһиридә болғанлиқи икән. Чүнки лексийә бәргүчиләрниң өз нутуқлирида д у қ ни асаслиқ һуҗум нишани қилғанлиқи йәрлик мәтбуатларда орун алғанлиқи мәлум.