“уйғур мәдәнийитини қоғдаш хәлқара илмий муһакимә йиғини”ниң қарши елиш паалийити вашингтонда өткүзүлди
2022.12.08

Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи давам қиливатқан бу күнләрдә, 8-декабир күни американиң җорҗи вашингтон университетида “уйғур мәдәнийитини қоғдаш хәлқара илмий муһакимә йиғини”ниң қарши елиш паалийити өткүзүлди.
Бу паалийәткә америка дөләт мәҗлиси, америка ташқи ишлар министирликидики йоқури дәриҗилик әрбабларму алаһидә көңүл бөлгән болуп, бәзилири нәқ мәйданда сөзлигән болса, бәзилири тор арқилиқ көңүл сөзлирини баян қилди.
9-Декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” мунасивити билән өткүзүлидиған бу хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинини уйғур акадимийәси билән дуня уйғур қурултийи билән бирликтә уюштурған; җорҗи вашингтон университети, индиана университети, дрәксел университети, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәрикити, уйғур америка бирләшмиси, уйғур проҗекти фонди, йипәк йоли тинчлиқ проҗекти, японийә уйғур җәмийити қатарлиқ көплигән орун вә тәшкилатлар қоллиған вә ярдәм бәргән.
Америка кеңәш палата әзаси яң ким бу қарши елиш паалийитигә тор арқилиқ тәбрик сөзи йоллап, америка дөләт мәҗлиси вә америка һөкүмитиниң әмәлий һәрикәт арқилиқ хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә зәрбә беридиғанлиқини, “уйғур сиясити қанун лайиһәси”ниң дәл шуниң үчүн түзүлгәнликини вә американиң бу йолда давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар миниситрлики демократсийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк бюрусиниң муавин катипи скот басби (Scott Busby) нәқ мәйданда сөз қилип, хитайниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқини, уйғурларниң гүзәл мәдәнийитини йоқитишқа урунуватқанлиқини, мушундақ хәтәрлик әһвалда муһаҗирәттики уйғурларниң уйғур кимлики вә уйғур мәдәнийитини қоғдаш үчүн бирликтә күрәш қилиши керәкликини, америка һөкүмитиниңму бу йолда тегишлик бурчини ада қилидиғанлиқини билдүрди.
Тәтқиқатчи адриян зенизму алқиш садалири ичидә сөзгә чиқип, хитайниң һазир ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йошуруш үчүн уни “нормаллаштуруш” йолиға қәдәм қойғанлиқини, хитай һөкүмити уйғурларға “мәдәнийәт қирғинчилиқи” йүргүзүватқан бу вәзийәттә чәт әлдики уйғурларниң бир йәргә җәм болуп өз мәдәнийитини намайән қилиши, өз мәдәнийити арқилиқ хәлқара җәмийәттики мәвҗутлуқини давамлиқ қоғдишиниң наһайити муһимлиқини оттуриға қойди.
Бу қетимқи күтивелиш паалийитиниң ахирида уйғур мәдәнийитиниң әң ярқин намайәндилиридин болған уйғур таамлири, уйғур һүнәр-сәнәт буюмлири, уйғур дияриға аит сүрәт вә рәсимләр тонуштурулди. Вирҗинийәдики “уйғур ана тил мәктипи”ниң өсмүр оқуғучилири көркәм сәнәт номурлирини көрсәтти.