Хитай үрүмчидики уйғур мәһәллириниң чеқилишини “тәрәққият” дәп чүшәндүргән

“вол-ситрит журнили” гезитиниң 10-апрел күни хәвәр қилишичә, хитай даирилири үрүмчидики кона уйғур мәһәллириниң чеқишни вә кочилардики санақсиз камераларни “тәрәққият вә бихәтәрликни илгири сүрүш” дәп чүшәндүргән.

“вол-ситрит журнили” гезитиниң 10-апрел күни хәвәр қилишичә, хитай даирилири үрүмчидики кона уйғур мәһәллириниң чеқишни вә кочилардики санақсиз камераларни “тәрәққият вә бихәтәрликни илгири сүрүш” дәп чүшәндүргән.

“вол-ситрит журнили” гезитиниң мухбирлири өткән йили 11-айда уйғур елидә қилған зиярити давамида уйғур елиниң мәркизи үрүмчи шәһиридики нурғун уйғур мәһәллилириниң чеқилип, ташландуқ җайға айлинип қалғанлиқини хәвәр қилған иди. Һалбуки, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ учур-ахбарат ишханиси алдинқи җүмә күни мухбирларниң бу һәқтики соалиға қайтурған язма инкасида бу уйғур мәһәллириниң чеқилиш сәвәбиниң бәзиләр илгири сүргәндәк уйғурларни тарқақлаштуруветиш вә контролни қулайлаштуруш әмәс, бәлки кона өйләрни чеқип түзәп, районға тәрәққият әкелиш икәнликини илгири сүргән.

Улар йәнә язма инкасида үрүмчидики мәсчитләргә камера орунлаштуруштики сәвәбни йеңи зеландийәдики мәсчиттә йүз бәргән қанлиқ һуҗумға бағлап, “мәзкур қанлиқ вәқә диний сорунларда күчлүк бихәтәрлик тәдбирлириниң зөрүрлүкини испатлап турмақта” дегән вә бу камераларниң мусулман аммисиниң диний паалийәтлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүнлүкини илгири сүргән.

Мәзкур гезит мухбирлири йәнә үрүмчидики зиярити давамида әслидә үрүмчиниң әң қайнақ мәркәзлиридин дөңкөврүк әтрапидики навайларниң йоқап кетип, униң орниға “нан мәдәнийити бағчиси” намидики бир бағчә ясалғанлиқини көргән. Уйғур аптоном район даирилири мәзкур бағчиға 50 милйон йүән мәбләғ селип, бу йәрдә уйғурлардин 1000 дин ошуқ кишигә иш бәргәнликини илгири сүргән. “вол-ситрит журнили” гезитиниң мухбирлири улардин “бу сүний бәрпа қилинған бағчиларда ишқа селиниватқанлар лагердин чиққан кишиләрму?” дәп сориған. Бирақ даириләр соалға җаваб бәрмигән.

Мухбирлар 2018-йилиниң ахирида үрүмчигә қилған зиярити давамида үрүмчидики нопусниң бир йил бурунқиға қариғанда көп шалаңлап кәткәнликини байқиған. Даириләр “вол-ситрит журнили” гезитиниң мухбирлирини үрүмчи шәһиридики һәрқайсий милләтләрниң нопус нисбити бойичә қилинған истатеска билән тәминләшни рәт қилған. Шуниң билән биргә үрүмчи нопуслуқ уйғурлар саниниң 2016-йилидики 12. 53 Пирсәнттин 2018-йилидики 12. 92 Пирсәнткә өрлигәнликини илгири сүргән. Бирақ улар хитай нопуси вә көчмән болуп кәлгән хитай нопусиниң қанчилик өрлигәнлики һәққидә тохталмиған.

Һалбуки, “вол-ситрит журнили” гезитиниң мухбирлири уйғур мәһәллиридә адәмниң көрүнәрлик дәриҗидә азийип кәткәнликини байқиған. Бир уйғур мухбирларға “бурун бу кочиларда һәптә ахирида адәмләр патмай қалатти. Һазир кочилар қупқуруқ болуп қалди” дегән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org