Хиристиян епископлири хитайни уйғурларға тутқан муамилиси сәвәбидин тәнқид қилди
2025.01.10
Әнгилийәдики хиристиян епископи әнгилийә парламентида өткүзүлгән бир қетимлиқ йиғинда, хитайни уйғурларға тутқан муамилиси сәвәбидин қаттиқ тәнқид қилған.
“черкав вақти” гезитиниң хәвәр қилишичә, әнгилийә парламенти юқири палатасиниң йеқинда өткүзүлгән 2024-йилниң ахирқи басқучлуқ “хитай: кишилик һоқуқ вә бихәтәрлик” темисидики йиғинида, венчистер епископи, әнгилийәниң сабиқ диний әркинлик вәкили филип монстефен, хитайни чүшиниш үчүн “униңға ғәрбниң нуқтиинәзиридин қаримаслиқ” ни отуриға қойған. Епескоп филип монстефен, хитайға униң өзини қандақ тәриплиши бойичә қарашни, хитай өзигә қандақ қариса, униңға шундақ нуқтидин қараш керәклики” ни билдүргән.
Хәвәрдә қәйт қилинишичә, әнгилийә юқири палатасиниң әнгилийә-хитай мунасивитиниң келәчики музакирә қилинған бу қетимлиқ йиғинда, кишилик һоқуқ, дин вә етиқад әркинлики йиғинниң муһим нуқтиси болған, шундақла хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси музакирә қилинған.
Епископ филип монстефенниң йиғинда қәйт қилишичә, хитайниң өзини дуняниң мәркизи, мәдәнийәтниң чоққиси, дәп қарайдиған қәдимки килассик чүшәнчиси, ши җинпиң дәвридә қайта баш көтүргән болуп, “бу тибәт, шинҗаң, хоңкоң, җәнубий деңиз вә тәйвәнгә қаритилған иғвагәрчилик, чегра һалқиған бастуруш, шундақла яман ғәрәзлик тәсир күчини кеңәйтиш һәрикәтлиридә ипадисини тапмақта” икән.
Филип монстефен, ғәрбниң диндин халий секуларимға тайинидиған һәл қилиш усули хитайға ақмайдиғанлиқини билдүрүп, “биз пәқәт 1948-йили түзүлгән ‛дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси‚ға мураҗиәт қилиш арқилиқ, 3 миң йиллиқ бир уқумға тақабил туралмаймиз… биз чоқум бу хил уқумға диний нуқтисидин муамилә қилишимиз керәк” дегән. У әнгилийәниң йеңи тәйинләнгән алаһидә диний әркинлик вәкили, парламент әзаси дәйвид симитни қарши алидиғанлиқи, дәйвид симит үчүн пәқәт “хитайға қаттиқ қол болушниңла ақидиғанлиқи” ениқ икәнликини билдүргән. Йиғинда әнгилийәниң гилдфорд епископи андрев ватсон, һөкүмәтниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тәкшүрүши, униң әнглийәгә киришини тосушини тәләп қилған. Униң тәкитлишичә, әнгилийә “ирқий қирғинчилиқ райони” дәп елан қилинған бир җайдин “қорқунчлуқ вәзийәттә ишләпчиқирилған таварларниң әнглийәгә төкмә қилинишини тосуши керәк” икән.