Уйғурлар дуч келиватқан “етник тазилаш” тоғрисида “солчи” ларға тәвсийә сунулди

Уйғур дияридики милйонлиған уйғурлар лагерларға қамиливатқанда америка һөкүмити изчил уйғурлар мәсилисини һәр хил мунбәрләрдә тәкитләп келиватиду.

Уйғур дияридики милйонлиған уйғурлар лагерларға қамиливатқанда америка һөкүмити изчил уйғурлар мәсилисини һәр хил мунбәрләрдә тәкитләп келиватиду.

Шуниң билән биргә америкиниң өзидиму һәрқайси партийәләрниң уйғурлар мәсилисигә тутқан муамилиси сәвәблик қисмән пикир ихтилаплири оттуриға чиқишқа башлимақта. Дәл мушу мәсилиләрни чиқиш нуқтиси қилған һалда америка президенти доналд трампни тәнқидләп кәлгән бир қисим демократчилар, йәни “солчилар” ниң уйғурлар “етник тазилаш” қа дуч келиватқан мушундақ җиддий минутларда немиләрни қилиши һәққидә йеқинда бир йүрүш тәвсийәләр оттуриға қоюлди.

Вашингтон университетиниң профессори дәнийел беснар вә “вашингтон почтиси” гезитиниң мәхсус ситон язғучиси исак стон фиш имзасида елан қилинған бу һәқтики мақалида доналд трамп америкиниң йеңи президенти болуп сайланғандин кейин униң америка ташқи сияситидә башқа дөләтләрниң ишлириға арилишишни әмәс, “америка биринчи” шоариниң йетәкчиликидә америкилиқларниң мәнпәәтини ойлишишни биринчи орунға қойғанлиқи, мушу сәвәбтин демократларниң доналд трампни “инсан һәқлири дәпсәндичиликигә мунасивәтлик ишларға пәрвасиз муамилә қиливатиду” дәп тәнқидләватқанлиқи алаһидә тәкитлиниду. Шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларни еғир зулмәткә мәһкум қилишиға қарита демократларниң өзлири әмәлийәттә түзүк бир паалийәттә болуп бақмиғанлиқини әслитиду.

Апторларниң пикричә, нөвәттә бир милйончә уйғур “йиғивелиш лагерлири” ға қамалған. Бу уйғурларниң мутләқ көп қисми “хитай дөлитини сөйүш” тә йетәрлик “вәтәнпәрвәрлик” ни намаян қилалмиған яки чошқа гөши йейишни рәт қилған. Униңдин башқа йәнә бир милйончә хитай кадири уйғурларниң өйлиригә “туғқан болуш” қа бериш арқилиқ лагер сиртидики уйғурларниң “әсәбий” һәрикәтлирини 24 саәт назарәт қилған.

Апторлар мушу хилдики инсанийәт тарихида көрүлүп бақмиған мудһиш сиясәтләргә нисбәтән қораллиқ арилишиш имканийити болмиған әһвалда америка ташқи ишлар министирлиқи арқилиқ бу ишларни сәуди әрәбистан, пакистан, қазақистан қатарлиқларниң ядиға селиши, шу арқилиқ ислам дунясида хитайға қарита бир бесим һасил қилиши пүтүнләй мумкин, дәп қарайду. Шуниңдәк зөрүр болса ташқи ишлар министирлиқи әйни вақитта йәмән вә украинға әвәткәндәк уйғурлар дияриға мәхсус тәкшүрүш гурупписи әвәтиши лазим икән.

Улар йәнә “солчилар” ниң уйғурлар учраватқан зулумни америкидики авам хәлқ арисида тәшвиқ қилиши, консерватиплардин болған кеңәш палата әзаси марко рубийо хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп атиғандәк демократчиларму паал түрдә дөләт мәҗлисидә уйғурлар һәққидә қанун лайиһәсини оттуриға қоюшини тәшәббус қилиду.

Апторларниң қаришичә, нөвәттә уйғур дияридики вәзийәт тоғрисида сүрәтлик материяллар бәкму кәмчил болғанлиқтин, көп қисим әһваллар йезиқ арқилиқ ипадиләнмәктә икән. Улар америка ташқи ишлар министирлиқиниң өзлири қолға чүшүргән бир қисим мәхпий сүрәтләрни ашкарилишини, мушу сүрәтләр асасида лагер шаһитлири билән гуваһлиқ йиғинлири ечишни, шу арқилиқ уйғурларниң қандақ қисмәтләргә дуч келиватқанлиқини әйни вақиттики әбу ғәрб түрмисиниң әһвалини җанлиқ паш қилғандәк паш қилишини тәкитләйду.

Апторлар тәкитлигән йәнә бир нуқта америка һөкүмитиниң зиянкәшликкә учрап чәтәлләргә қечип чиққан уйғур қачқунлирини америкиға йәрләштүрүши үчүн мәбләғ аҗритиши, һөкүмәттики “солчилар” ниң уйғур муһаҗирлириниң ишлирини бир яқлиқ қилидиған мәхсус ишхана тәсис қилишидур.

Апторлар йәнә бу хил бастурушларға васитилик һалда арилишип қалған юқири пән-техника ширкәтлирини җазалаш, америкидики пуқрави тәшкилатларниң вә алий мәктәпләрниң “хитайни рәнҗитип қоюштин сақлиниш” пиринсипини тәнқидләш қатарлиқларниму алаһидә оттуриға қойиду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org