Боррис җонсон хитайниң уйғурларға қиливатқини "интайин йиргинчлик" деди
Әнглийә баш министири боррис җонсон уйғурларға қаритиливатқан зулумниң характерини бәлгиләш "әдлийә мәсилиси" дәп көрсәткән.
Америка һөкүмити хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумини ирқий қирғинчилиқ дәп бекиткәндин кейин, әнглийә баш министири боррис җонсонму бу һәқтики соалларға дуч кәлгән. У 20-январ чаршәнбә күни әнглийә парламент әзалириға сөз қилғанда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зулумини "интайин йиргинчлик" дәп тәсвирлигән бирақ у зулумниң характерини бәлгиләшниң әдлийәниң иши икәнликини әскәрткән.
"политко" гезитиниң ейтишичә, әнглийәдики шотландийә миллий партийәсиниң вестминистер рәһбири иан билакфорд әнглийәниму америкиниң бу қарариға әгишишкә чақирған. Боррис җонсон буниңға җаваб қайтуруп мундақ дегән: "мән буни әдлийә мәсилиси дәп қараймән. Лекин шәхсән өзүм шинҗаңда йүз бериватқан ишлар вә уйғурларға қарита йүз бериватқан ишларни пүтүнләй йиргинчлик дәп қараймән. Мән авам палатасиниң һәрқайси әзалириниңму мән билән охшаш қарашта икәнликини билимән".
Боррис җонсон йәнә 12-январ әнглийә ташқи ишлар министири доминик рааб елан қилған қарарларни тилға елип туруп; "әнглийәниң шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк асасидики таварларни киргүзүшини чәкләш һәққидә тәдбир қолланди", дегән.
19-январ күни америка ташқи ишлар министири майк помпейо бу қарарни елан қилғанда йәниму көп дөләтләрни америкадәк қарар елишқа чақирғаниди.