Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати: “башқа дөләтләр түркийәдәк уйғурларни қоғдиши керәк”
2019.02.11
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 10-феврал түркийә һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики баянатиға йүксәк баһа берип, башқа дөләтләрниң уйғурларни түркийәдәк қоғдиши керәкликини билдүргән.
Анатолийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң башлиқи кеннис рус 10-феврал твитирда түркийәниң уйғурлар һәққидики баянатиға инкас билдүргән.
У буниң наһайити зор вәқә икәнликини әскәртип: “түркийә хитайниң уйғур мусулманлириға қаратқан қорқунчлуқ қилмишини тәнқид қилған мусулманлар көп санлиқтики тунҗи вә әң күчлүк дөләтләрниң бири” дегән.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи 9-феврал күчлүк баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қаттиқ тәнқид қилған шуниңдәк хитайни лагерларни тақашқа чақирип, б д т вә хәлқара җәмийәтни бу ишқа арилишишқа үндигән.
Баянатта йәнә атақлиқ музикант абдуреһим һейтниң вапат болғанлиқиға даир хәвәрләрдин чөчүгәнлики билдүрүлгән. Лекин хитай һөкүмити 10-феврал абдуреһим һейтниң һаят икәнликигә аит видийони елан қилип, түркийәниң тәнқидлирини рәт қилған болсиму, әмма бу видийо уйғур сәрхиллириниң тәқдири һәққидә техиму чоң ғулғула қозғиған иди.
Кеннис рус баянатида, түркийәниң “шинҗаңдики трагедийә инсанийәт үчүн бир номус” дегәнликигә йүксәк баһа берип, “түркийәниң (уйғурларниң) җаза мәркәзлиридә вә түрмиләрдә тән җазаси һәм меңә ююшқа мәһкум болуватқанлиқини байқиғанлиқи” ни билдүргән.
Униң илгири сүрүшичә, “кейинки қәдәмдә б д т кишилик һоқуқ кеңиши хитайниң шинҗаңдики уйғур вә башқа мусулманларға селиватқан зулумиға қарита тәкшүрүш елип бериши керәк” икән.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң 9-феврал елан қилған баянати хәлқарада зор ғулғула қозғиди.
Мәзкур баянат, түркийәни уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көз юмуш билән әйибләп келиватқан уйғурларға, кишилик һоқуқ тәшкилатлириға үмид беғишлиған.









